1 Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан Һәзәкияниң кесәл болуп йетип қалғанлиғини һәм әслигә кәлгәнлигини аңлиғачқа, Һәзәкияға хәтләрни һәдийә билән әвәтти. ◼ 39:1 \+bd «Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан Һәзәкияниң кесәл болуп йетип қалғанлиғини ... аңлиғачқа, Һәзәкияға хәтләрни һәдийә билән әвәтти»\+bd* — Меродақ-Баладан Асурийә падишаси Сәннахериб тәрипидин миладийәдин илгәрки 702-жили ғулитилди. Мошу ишму шу жилда болған болуши керәк.
2 Һәзәкия әлчиләрни хошаллиқ билән күтүп, униң ғәзнә-амбарлирида сақланған нәрсилирини көрсәтти; йәни күмүчни, алтунни, дора-дәрманларни, сәрхил майларни, савут-қуралларни сақлайдиған өйниң һәммисини вә байлиқлириниң барлиғини көрсәтти; униң ордиси вә яки пүткүл падишалиғи ичидики нәрсиләрдин Һәзәкия уларға көрсәтмигән бириму қалмиди.
3 Андин Йәшая пәйғәмбәр Һәзәкияниң алдиға берип, униңдин: —
4 Йәшая йәнә: — «Улар ордаңда немини көрди?» дәп сориди.
5 Йәшая Һәзәкияға мундақ деди: —
6 — Мана шундақ күнләр келидуки, ордаңда бар нәрсиләр вә бүгүнгә қәдәр ата-бовилириң топлап, сақлап қойған һәммә нәрсә Бабилға елип кетилиду; һеч нәрсә қалмайду — дәйду Пәрвәрдигар,
7 — һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду. ◼ 39:7 \+bd «...һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду»\+bd* — көрүнүштә аддий көрүнгән мошу вақиә үчүн немишкә мошу қаттиқ җазалиқ сөз (6-7-айәтләр) чиқиду? Пикримизчә, үч сәвәви бар: —
8 Шуниң билән Һәзәкия өз-өзигә: «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болидикәнғу» дәп, Йәшаяға: — «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — деди.