1 У чағларда, Һерод һаким Әйсаниң нам-шөһритидин хәвәр тепип, ◼ 14:1 \+bd «Һерод һаким»\+bd* — «һаким» грек тилида «тетрарқ» дейилиду. Бу сөз «зиминниң төрттин бирини идарә қилғучи» дегәнни билдүриду. Рим империйәси Пәләстинни төрт қисимға бөлгән болуп, һәр бир қисминиң «тетрарқ»и бар еди.
2 хизмәткарлириға:
3 Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. ◼ 14:3 \+bd «Һерод... өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди»\+bd* — Йәһяни тутуш «Һеродийәниң вәҗидин» — Һерод бәлким Һеродийәниң беваситә тәливидин шундақ қилған болушиму мүмкин.
4 Чүнки Йәһя Һеродқа тәнбиһ берип: «Бу аялни тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур» дәп кәлгән еди.
5 Һерод шу сәвәптин Йәһяни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ халайиқтин қорққан еди, чүнки улар Йәһяни пәйғәмбәр, дәп биләтти.
6 Амма Һеродниң туғулған күни тәбрикләнгәндә, аяли Һеродийәниң қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һеродқа бәк яқти;
7 шуниң үчүн у униңға: — Һәр немә тилисәң шуни саңа берәй, дәп қәсәм қилди.
8 Лекин қиз анисиниң күшкүртүши билән:
9 Падиша буниңға һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, каллисини елип келиңлар, дәп буйруди.
10 У адәм әвәтип, зинданда Йәһяниң каллисини алдурди.
11 Шуниң билән каллиси бир тәхсигә қоюлуп, қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди.
12 Йәһяниң мухлислири болса берип, җәсәтни елип дәпнә қилди; андин берип Әйсаға бу ишларни хәвәр қилди.
13 Әйса бу хәвәрни аңлап, өзи ялғуз пинһан бир җайға кетәй дәп бир кемигә олтирип у йәрдин айрилди. Халайиқ буниң хәвирини тапқанда, әтраптики шәһәрләрдин келишип, униң кәйнидин пиядә маңди.
14 У қирғаққа чиқип кәткинидә, зор бир топ адәмләрни көрүвиди, уларға ич ағритип, уларниң ағриқлирини сақайтти.
15 Кәч киргәндә, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни йолға селивәткән болсаң, андин улар кәнтләргә берип өзлиригә озуқ сетивалсун, — деди.
16 Лекин Әйса уларға: — Уларниң кетишиниң һаҗити йоқ, өзүңлар уларға озуқ бериңлар, — деди.
17 Лекин мухлислар:
18 У: — Уларни маңа елип келиңлар, деди.
19 У халайиқни чөплүкниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр ейтти. Андин нанларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислири халайиққа үләштүрүп бәрди.
20 Һәммәйлән йәп тоюнди. Мухлислар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә теривалди.
21 Озуқланғанларниң сани аяллар вә балилардин башқа тәхминән бәш миң киши еди.
22 Арқидилна, у мухлислирини олтирғизип: Өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, силәр аңғичә деңизниң қарши қирғиқиға өтүп туруңлар, дәп буйруди.
23 Халайиқни йолға селивәткәндин кейин, у дуа қилиш үчүн өзи хилвәт таққа чиқти. Кәч киргәндиму у йәрдә ялғуз қалди.
24 Бу чағда, кемә қирғақтин хелә көп чақирим жүргән еди, лекин шамал қарши йөнилишидин чиқиватқачқа, кемә долқунлар ичидә чайқилип туратти.
25 Кечә төртинчә җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди.
26 Мухлислар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, алақзадә болуп: — Алвасти екән! — дәп қорқуп чуқан селишти.
27 Лекин Әйса дәрһал уларға:
28 Петрус буниңға җававән:
29 Кәл, — деди у.
30 лекин боранниң қаттиқ чиқиватқанлиғини көрүп қорқуп, суға чөкүшкә башлиди: — Рәб, мени қутқузувалғайсән! — дәп вақириди.
31 Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға:
32 Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди.
33 Кемидә олтарғанлар униң алдиға келип сәҗдә қилип:
34 Улар деңизниң қарши тәрипигә өткәндә, Гиннисарәт жутида қуруқлуққа чиқти.
35 У йәрдики адәмләр уни тонуп қелип, әтраптики барлиқ җайларға хәвәр әвәтти; шуниң билән кишиләр барлиқ бемарларни униң алдиға елип кәлди;
36 улар униңдин бемарларниң һеч болмиғанда униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға йол қоюшини өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сәллимаза сақайди.