Mateus 13

UIGCYR

1 Шу күни Әйса өйдин чиқип, деңиз бойида олтиратти.

2 Әтрапиға топ-топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип олтарди. Пүткүл халайиқ болса деңиз бойида турушатти.

3 У уларға тәмсилләр билән нурғун һекмәтләрни ейтип бирип, мундақ деди:

4 Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.

5 Бәзилири теши көп, тописи аз йәрләргә чүшүпту. Туприғи чоңқур болмиғачқа, тезла үнүп чиқипту,

6 лекин күн чиқиши биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту.

7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувапту.

8 Бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту.

9 Қулиқи барлар буни аңлисун!

10 Мухлислири келип, униңдин: —

11 У уларға мундақ җавап бәрди:

12 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.

13 Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду.

14 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр ейтқан бешарәттики муну сөзләр әмәлгә ашурулди:

15 Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән,

16 Лекин, көзлириңлар бәхитликтур! Чүнки улар көриду; қулиқиңлар бәхитликтур! Чүнки улар аңлайду.

17 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә һәққаний адәмләр силәрниң көргиниңларни көрүшкә интизар болған болсиму уларни көрмигән; силәрниң аңлиғиниңларни аңлашқа интизар болған болсиму уларни аңлимиған.

18 Әнди уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаңлар:

19 Әгәр бири әрш падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә, Шәйтан келип униң көңлигә чечилған сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.

20 Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду.

21 Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ мәвҗут болуп туриду; сөз-каламниң вәҗәдин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду.

22 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиғини билән, лекин бу дунияниң әндишилири вә байлиқниң езиқтуруши қәлбидики сөз-каламни боғуветиду-дә, улар һосулсиз қалиду.

23 Лекин яхши йәргә чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап чүшәнгән адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси йүз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси оттуз һәссә һосул бериду.

24 У уларниң алдида йәнә бир тәмсилни баян қилди: —

25 Амма кишиләр уйқиға чөмгән чағда, дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту.

26 Әнди майсилар өсүп, башақ чиқарғанда, күрмәкму ашкарлинишқа башлапту.

27 Ғоҗайинниң чакарлири келип униңға:

28 Ғоҗайин: «Буни бир дүшмән қилған» — дәпту.

29 «Яқ,» — дәпту ғоҗайин, «ундақ қилғанда күрмәкләрни юлғанда, буғдайларниму жулуветишиңлар мүмкин.

30 Бу иккиси орма вақтиғичә биллә өссун, орма вақтида, мән ормичиларға: — Алди билән күрмәкләрни айрип жиғип, бағлап көйдүрүшкә қоюңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға әкириңлар, дәймән» — дәпту ғоҗайин.

31 У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти:

32 Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, һәтта асмандики қушларму келип униң шахлирида угилайду.

33 У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти:

34 Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчиликкә баян қилди. У тәмсилсиз һеч қандақ тәлим бәрмәйтти.

35 Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди:

36 Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип өйгә кирди. Мухлислири йениға келип униңдин:

37 У әнди уларға җавап берип мундақ деди:

38 Етизлиқ болса — дуния. Яхши уруқ болса әрш падишалиғиниң пәрзәнтлиридур, лекин күрмәк рәзил болғучиниң пәрзәнтлиридур.

39 Күрмәк чачқан дүшмән — Иблистур. Орма оруш вақти — заман ахиридур. Ормичилар — пәриштиләрдур.

40 Күрмәкләр жулунуп, отта көйдүрүветилгинидәк, заман ахиридиму әнә шундақ болиду.

41 Инсаноғли пәриштилирини әвәтип, улар инсанларни гунаға аздурғучиларниң һәммисини, шундақла барлиқ итаәтсизлик қилғучиларни өз падишалиғидин шаллап чиқип,

42 хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлири ғучурлайду.

43 У чағда һәққанийлар Атисиниң падишалиғида худди қуяштәк җулалиниду.

44 — Әрш падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи ғәзнини қайтидин йошуруп, ғәзниниң шат-хурамлиғи ичидә бар-йоқини сетиветип, шу етизни сетивалиду.

45 Йәнә келип, әрш падишалиғи есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәргә охшайду.

46 Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқанда, қайтип берип бар-йоқини сетиветип, у мәрвайитни сетивалиду.

47 — Йәнә келип, әрш падишалиғи деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду.

48 Тор тошқанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғивелип, қачиларға қачилап, әрзимәсләрни ташливетиду.

49 Заман ахирида шундақ болиду. Пәриштиләр чиқип, рәзил кишиләрни һәққаний кишиләр арисидин айрийду

50 вә хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлири ғучурлайду.

51 Әйса улардин:

52 Андин у уларға: — Шуңа, әрш падишалиғиниң тәлимигә муйәссәр болуп мухлис болған һәр бир Тәврат устази худди ғәзнисидин йеңи һәм кона нәрсиләрни елип чиқип тарқатқучи өй ғоҗайиниға охшайду, — деди.

53 Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, шундақ болдики, у йәрдин айрилип,

54 өз жутиға кәтти вә өз жутидики синагогта хәлиққә тәлим беришкә киришти. Буни аңлиған халайиқ интайин һәйран болушуп:

55 У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм, Яқуп, Йүсүп, Симон вә Йәһудалар униң инилири әмәсму?

56 Униң сиңиллириниң һәммиси бизниң аримиздиғу? Шундақ екән, униңдики бу ишларниң һәммиси зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти.

57 Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизар билән қариди. Шуңа Әйса уларға мундақ деди:

58 Уларниң иман-ишәшсизлигидин у у йәрдә көп мөҗизә көрсәтмиди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado