Lucas 5

UIGCYR

1 Шундақ болдики, у Гиннисарәт көлиниң бойида турғанда, халайиқ Худаниң сөз-каламини аңлаш үчүн униң әтрапиға олишип қистилишип туратти.

2 У көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар болса кемидин чүшүп, қирғақта торлирини жуюшувататти.

3 У кемиләрдин биригә, йәни Симонниңкигә чиқип, униңдин кемини қирғақтин сәл жирақлитишни илтимас қилди. Андин у кемидә олтирип топ-топ халайиққа тәлим бәрди.

4 Сөзи түгигәндин кейин, у Симонға:

5 Симон униңға җававән: — Устаз, биз пүтүн кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ. Бирақ сениң сөзүң билән торни салсам салай, деди.

6 Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди.

7 Шуниң билән улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә келишкә ишарәт қилишти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливиди, кемиләр чөкүп кетәй дәп қалди.

8 Симон Петрус бу ишни көрүп, Әйсаниң тизлири алдида жиқилип:

9 Чүнки бунчә көп белиқ тутулғанлиғидин у вә униңға һәмраһ болғанлирини һәйранлиқ басқан еди.

10 Вә Симонниң шериклири — Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһаннаму һәм шундақ һәйран қалди. Әнди Әйса Симонға:

11 Улар кемиләрни қирғаққа чиқирип, һәммә нәрсини ташлап қоюп, униңға әгишип маңди.

12 Шундақ болдики, у шәһәр-йезиларниң биридә болғанда, мана шу йәрдә, пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм бар еди; у Әйсани көрүпла униң айиғиға өзини етип униңдин:

13 Әйса қолини созуп униңға тәккүзүп туруп:

14 Әйса униңға:

15 Лекин у тоғрисидики хәвәр техиму тарқилип пур кәтти; шуниң билән топ-топ хәлиқ униң сөзини аңлаш вә өз ағриқ-кесәллирини сақайтиши үчүн униң алдиға жиғилип келәтти.

16 Һалбуки, у пат-пат улардин чекинип чөллүк йәрләргә берип дуа қилатти.

17 Шу күнләрниң биридә шундақ болдики, у тәлим бериватқанда, йенида Пәрисийләр вә Тәврат әһлилири олтиратти. Улар Галилийә, Йәһудийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йерусалимдин кәлгән еди. Пәрвәрдигарниң кесәлләрни сақайтиш күч-қудрити униңға яр болди.

18 Шу пәйттә, мана бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип кәлди. Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти.

19 Бирақ адәмләрниң толилиғидин кесәлни әкиришкә амал тапалмай, улар өгүзгә елип чиқип, өгүздики каһишларни ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә ятқан һалда халайиқниң оттурисиға, Әйсаниң алдиға чүшүрди.

20 У уларниң ишәшини көрүп паләчкә:

21 Тәврат устазлири билән Пәрисийләр көңүллиридә:

22 Бирақ Әйса уларниң көңлидә әйип издәшлирини билип йетип, җававән:

23 «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму?

24 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә:

25 Һелиқи адәм дәрһал уларниң алдида орнидин дәс туруп, өзи ятқан зәмбилни елип, Худани улуқлиғиничә өйигә қайтти.

26 Һәммәйләнни дәһшәтлик һәйранлиқ басти; улар Худани улуқлишип, қорқунучқа чөмгән һалда:

27 Бу ишлардин кейин, у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди. У баҗ жиғидиған орунда олтиратти. У униңға:

28 У орнидин туруп, һәммини ташлап, униңға әгәшти.

29 Лавий өйидә униңға катта бир зияпәт бәрди. Улар билән зор бир топ баҗгирлар вә башқиларму шу йәрдә һәмдәстихан болған еди.

30 Бирақ Пәрисийләр вә уларниң еқимидики Тәврат устазлири ғудуңшуп униң мухлислириға:

31 Әйса уларға җававән:

32 Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товиға чақирғили кәлдим, — деди.

33 Андин улар униңдин:

34 У уларға:

35 Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күнләрдә роза тутиду.

36 У уларға бир тәмсилму кәлтүрди:

37 Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Ундақ қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулумлар йерилиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду; тулумларму кардин чиқиду.

38 Шуңа йеңи шарап йеңи тулумларға қачилиниш керәк, шундақта иккилиси сақлинип қалиду.

39 Униң үстигә, һеч ким кона шараптин кейин йеңисини ичишни халимайду, чүнки у: «Болди, кониси яхши!» дәйду.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado