1 Андин Әйса Муқәддәс Роһқа толуп, Иордан дәриясидин қайтип келип, Роһ тәрипидин чөл-баяванға елип берилди.
2 У у йәрдә қириқ күн Иблис тәрипидин синалди. У бу күнләрдә һеч нәрсә йемиди. Күнләр аяқлашқанда, униң қосиғи таза ачқан еди.
3 Әнди Иблис униңға:
4 Әйса униңға җававән:
5 Иблис йәнә уни егиз бир таққа башлап чиқип, бир дәқиқә ичидә дуниядики барлиқ дөләтләрни униңға көрсәтти.
6 Иблис униңға: — Мән бу һакимийәтниң һәммисини вә униңға тәвә барлиқ шану-шәвкәтләрни саңа тәқдим қилимән; чүнки булар маңа тапшурулған, мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән.
7 Әгәр баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, буларниң һәммиси сениңки болиду, — деди.
8 Әйса униңға җавап берип:
9 Андин Иблис уни Йерусалимға елип барди вә уни ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп:
10 Чүнки Тәвратта: «Худа Өз пәриштилиригә сени қоғдаш һәққидә әмир қилиду»;
11 вә, «Путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп йезилған, — деди.
12 Әйса униңға: — «Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму йезилған, — деди.
13 Иблис барлиқ синашларни ишлитип чиққандин кейин, уни вақтинчә ташлап кетип қалди.
14 Әйса Роһниң күч-қудрити ичидә Галилийә өлкисигә қайтип кәлди. Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.
15 У уларниң синагоглирида тәлим бергили турди вә уларниң улуқлашлириға сазавәр болди.
16 У өзи беқип чоң қилинған жути Насарәткә келип, шабат күни адәттикидәк синагогқа кирди вә шундақла муқәддәс язмиларни оқушқа өрә турди
17 вә Тәвраттики «Йәшая» дегән қисим униңға тапшурулди. У орам язмини ечип, муну сөзләр йезилған йәрни тепип оқуди:
20 У язмини түрүветип, синагог хизмәтчисигә қайтуруп берип, олтарди. Синагогта олтарғанларниң һәммисиниң көзлири униңға тикилип туратти.
21 У көпчиликкә:
22 Һәммиси униң яхши гепини қилишип, униң ағзидин чиқиватқан шапаәтлик сөзлиригә һәйран қелишип:
23 У уларға:
24 — Бирақ шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, һеч қандақ пәйғәмбәр өз жути тәрипидин қобул қилинған әмәс.
25 Мән силәргә шу һәқиқәтни әслитимәнки, Иляс пәйғәмбәрниң вақтида, асман уда үч жил алтә ай етилип, дәһшәтлик бир қәһәтчилик барлиқ зиминни басқанда, Исраилда нурғун тул аяллар бар еди;
26 бирақ Иляс уларниң һеч қайсисиниң қешиға әмәс, бәлки Зидонниң Зарәфат шәһиридики бир тул аялниң қешиғила әвәтилгән.
27 Вә шуниңға охшаш, Елиша пәйғәмбәрниң вақтида, Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин Сурийәлик Наамандин башқа, һеч қайсиси сақайтилған әмәс! — деди.
28 Синагогдикиләр бу сөзләрни аңлап, һәммиси қаттиқ ғәзәпләнди;
29 орнидин турушуп, уни шәһәрдин һайдап чиқирип, шу шәһәр җайлашқан тағниң левигә әчиқип, тик ярдин ташливәтмәкчи болушти.
30 Лекин у уларниң арисидин бемалал өтүп, өз йолиға чиқип кәтти.
31 У Галилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум дегән бир шәһиригә чүшти, у йәрдә шабат күнлиридә хәлиққә тәлим берәтти.
32 Улар униң тәлимигә һәйран қелишти, чүнки униң сөзи толиму нопузлуқ еди.
33 Әнди синагогта напак җинниң роһи чаплашқан бир киши болуп, униңдики җин қаттиқ авазда:
34 — Әй Насарәтлик Әйса, сениң биз билән немә кариң?! Бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, Худаниң Муқәддәс Болғучисисән! — дәп товлап кәтти.
35 Лекин Әйса җинға тәнбиһ берип:
36 Һәммәйлән буниңдин қаттиқ һәйран болушуп, бир-биригә:
37 Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.
38 Әйса синагогтин чиқип, Симонниң өйигә кирди. Лекин Симонниң қейинаниси еғир тәп кесили болуп қалған еди; улар Әйсадин униң һаҗитидин чиқишини өтүнди.
39 У аялниң бешида туруп, тәпкә тәнбиһ беривиди, тәп шуан униңдин кәтти. У дәрһал орнидин туруп, уларни күтүшкә башлиди.
40 Күн петиши биләнла, кишиләр һәр хил кесәлләргә гириптар болған йеқинлири болсила, уларни униң алдиға елип келишти. У уларға бир-бирләп қолини тәккүзүп, уларни сақайтти.
41 Кишиләргә чаплашқан нурғун җинлар улардин чиқип: «Сән Худаниң Оғли!» дәп товлап кетәтти. Лекин у уларға тәнбиһ берип, сөз қилишиға йол қоймиди; чүнки улар униң Мәсиһ екәнлигини биләтти.
42 Күн чиқиши билән, у шәһәрдин чиқип, пинһан бир җайға кәтти. Бирақ топ-топ халайиқ уни издәп жүрәтти; улар уни тапқанда алдиға келип, уни аримизда қалсун дәп кетишидин тосмақчи болушти.
43 Лекин у уларға:
44 Шуниң билән у Галилийәдики синагогларда тәлим берип жүрүвәрди.