João 4

UIGCYR

1 Әнди Пәрисийләрниң «Әйсаниң мухлис қилип чөмүлдүргәнлири Йәһяниңкидин көп екән» дегән хәвәрни аңлиғинини Рәб уққандин кейин

2 (әмәлийәттә Әйса өзи әмәс, мухлислири чөмүлдүрәтти)

3 у Йәһудийә өлкисидин чиқип йәнә Галилийәгә кәтти.

4 Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди.

5 Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди.

6 Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди.

9 Аял униңдин:

10 Әйса униңға җававән:

11 Аял униңдин:

12 Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди.

13 Әйса униңға җававән:

14 Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди.

15 Аял: — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай! — деди.

16 Әйса:

17 — Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял.

18 Чүнки бәш әргә тәгдиң вә һазир сәндә болғини сениң ериң әмәс. Буни тоғра ейттиң! — деди Әйса.

19 Аял униңға: — Тәхсир, әнди көрдүмки, сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз!

20 Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр Йәһудийлар «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу? — деди.

21 Әйса униңға мундақ деди:

22 Силәр ибадәт қилғиниңларни билмәйсиләр; бирақ биз кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз. Чүнки ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду.

23 Лекин шундақ бир вақит келиду — вә шундақла һазир кәлдики, һәқиқий ибадәт қилғучилар Атиға роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду. Ата Өзигә әнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә.

24 Худа роһтур вә униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәт билән Униңға ибадәт қилиши керәктур.

25 Аял униңға:

26 Әйса униңға: — Сән билән сөзлишиватқучи мән дәл шудурмән! — деди.

27 Шу чағда униң мухлислири қайтип кәлди. Улар униң бир аял билән сөзлишиватқанлиғиға һаң-таң қелишти; лекин һеч қайсиси униңдин: «Униңдин немә издәйсән?» яки «Немишкә униң билән сөзлишисән?» дәпму соримиди.

28 Шуниң билән аял козисини ташлап қоюп, шәһәргә қайтип берип, кишиләргә:

29 — Жүрүңлар, һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән бир кишини көрүп келиңлар. Әҗәба, Мәсиһ шумиду? — деди.

30 Буниң билән халайиқ шәһәрдин чиқип, Әйсаниң алдиға келишти.

31 Шу арилиқта мухлислири униңға:

32 Лекин у уларға:

33 Мухлислар бир-биригә:

34 Әйса уларға мундақ деди: — Мениң йемәклигим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә униң маңа тапшурған хизмитини тамамлаштур.

35 — Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!

36 Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду.

37 Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.

38 Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар.

39 Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди.

40 Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди.

41 Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди.

42 Улар аялға:

43 Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди

44 (чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди).

45 Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди).

46 Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). Шу күнләрдә, Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди.

47 У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә:

48 Шуниң билән, Әйса униңға:

49 Орда әмәлдари Әйсаға:

50 Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди.

51 Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди.

52 Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар:

53 Балиниң атиси буниң дәл Әйсаниң өзигә: «Оғлуң һаят қалди!» дегән саат екәнлигини билип йәтти. Шуниң билән өзи пүткүл аилисидикиләр билән биллә етиқат қилишти.

54 Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado