João 3

UIGCYR

1 Йәһудийлар кеңәшмисиниң Пәрисийләрдин болған Никодим исимлиқ бир йолбашчиси бар еди.

2 Бу адәм бир кечиси Әйсаниң алдиға келип:

3 Әйса униңға җававән:

4 Никодим:

5 Әйса мундақ җавап бәрди:

6 Әттин туғулған болса әттур; роһтин туғулған болса роһтур.

7 Саңа: «Жуқиридин туғулушуңлар керәк» дегинимгә һәйран қалма.

8 Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур. ◼ 3:8 \+bd «Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур»\+bd* — грек тилида «шамал» вә «роһ» бирла сөз билән ипадилиниду.

9 Никодим йәнә җававән Әйсаға:

10 Әйса униңға җававән мундақ деди:

11 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, биз билгинимизни ейтимиз вә көргинимизгә гувалиқ беримиз, лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайсиләр.

12 Силәргә зиминдики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, әрштики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр?

13 Өзи әрштә болуп, әрштин чүшкүчидин, йәни Инсаноғлидин башқа һеч ким әршкә чиқмиди.

14 Муса чөлдә туч иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк. ◼ 3:14 \+bd «Муса чөлдә \+bdit туч\+bdit* иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк»\+bd* — оқурмәнләр тилға елинған бу вақиәниң тәпсилатлирини «Чөл.» 21:4-9дә тапалайду. Исраиллар гуна садир қилғанда, Худа уларға тәрбийә бериш үчүн арисиға иланларни әвәткән. Иланлар нурғун адәмләрни чаққан, Муса Худаниң йолйоруғи билән тучтин бир илан ясап, уни һасиға бекитип, һасини егиз көтирип Исраилниң баргаһини айлинип маңған. Иланларниң зәһиридин өләй дәп қалғанлар әгәр иман билән шу туч иланға қариса сақайған.

15 Шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду».

16 Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйидуки, Өзиниң бирдин-бир йеганә Оғлини пида болушқа бәрди. Мәхсити, униңға етиқат қилған һәр бириниң һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүндур.

17 Худа Оғлини дуниядики инсанларни гунаға бекитиш үчүн әмәс, бәлки уларниң у арқилиқ қутқузулуши үчүн дунияға әвәтти.

18 Кимки униңға етиқат қилғучи болса, гунаға бекитилмәйду; лекин етиқат қилмиғучи болса аллиқачан гунаға бекитилгәндур; чүнки у Худаниң йәккә-йеганә Оғлиниң намиға етиқат қилмиған.

19 Вә гунаға бекитиш сәвәви мана шуки, нур дунияға кәлгән болсиму, инсанлар нурни әмәс, бәлки қараңғулуқни яхши көрди; чүнки уларниң әмәллири рәзил еди.

20 Чүнки рәзиллик қилғучи һәр бири нурни яман көрүп вә өзиниң қилған-әткәнлириниң ашкарә қилинмаслиғи үчүн нурға кәлмәйду;

21 лекин һәқиқәтни жүргүзгүчи болса, әмәллирини Худаға тайинип қилғанлиғи аян болсун дәп, нурға келиду.

22 Бу ишлардин кейин, Әйса мухлислири билән Йәһудийә зиминиға барди; у у йәрдә улар билән биллә туруп, кишиләрни чөмүлдүрди.

23 Шу чағда Йәһя пәйғәмбәрму Салим йезисиниң йенидики Айнон дегән йәрдә кишиләрни чөмүлдүрүвататти. Чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип, чөмүлдүрүшни қобул қилишатти

24 (чүнки шу чағда Йәһя техи зинданға ташланмиған еди).

25 шу вақитларда Йәһяниң мухлислири бир Йәһудий киши билән таһарәт қаидилири тоғрисида бәс-муназирә қилишип қалди.

26 Андин мухлислар Йәһяниң йениға келип:

27 Йәһя мундақ җавап бәрди:

28 Мениң силәргә: «Мән Мәсиһ әмәс, пәқәт униң алдида әвәтилгәнмән» дегинимгә өзүңлар гувачисиләр.

29 Келинчәкни әмригә алғучи жигиттур; қолдиши жигитниң авазини күтиду; қолдаш униң авазини аңлап, қәлбидә толиму хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәндиму хурсәнлик толуп ташиду.

30 Униң жүксилиши, мениң аҗизлишишим муқәррәрдур.

31 Үстүндин кәлгүчи һәммидин үстүндур. Зиминдин кәлгүчи зиминға тәвә болуп зиминдики ишларни сөзләйду. Әрштин кәлгүчи һәммидин үстүндур;

32 өзиниң әрштә көргән вә аңлиғанлири болса, у булар тоғрилиқ гувалиқ бериду; бирақ һеч ким униң гувалиқини қобул қилмайду.

33 Һалбуки, кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду . ◼ 3:33 \+bd «Кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду»\+bd* — «Худа һәқ» дегән сөздә көздә тутулғини немә? Шүбһисизки, Худаниң әслидә Қутқузғучи-Мәсиһ әвәтимән, дәп бәргән нурғун вәдилири һазир Әйсада толуқ әмәлгә ашурулған, дегәнлик болиду.

34 Чүнки Худа әвәткини Худаниң сөзлирини сөзләйду; чүнки Худа Роһни униңға өлчәм билән кәмләп бәрмәс. ◼ 3:34 \+bd «...чүнки Худа Роһни униңға өлчәм билән кәмләп бәрмәс»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. Демәк, Худа пәйғәмбәрлиригә Өз Роһидин «өлчәм билән кәмләп» ата қилғини билән, Мәсиһкә болса өлчимәй бәрмәктә.

35 Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур.

36 Оғулға етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. Лекин Оғулға итаәт қилмиғучи һаятни һеч көрмәйду, бәлки Худаниң ғәзиви шундақларниң үстидә туриду.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado