Gálatas 6

UIGCYR

1 Қериндашлар, араңлардин бирисиниң һазирму бир гуна-сәһвәнлик садир қиливатқанлиғи байқалған болса, араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта, өзүңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиңлар.

2 Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.

3 Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас.

4 Лекин һәр ким өз әмәлийитигә қарап тәкшүрүп бақсун; шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки өз әмәллиридинла пәхирләнгидәк иш болса, пәхирләнсә болиду.

5 Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк.

6 Худаниң сөз-каламидин тәлим алғучи өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләрдин ортақ бәһримән қилсун.

7 Өз-өзүңларни алдимаңлар — Худани алдап ахмақ қилғили болмайду; чүнки ким немә териса, шуни алиду.

8 Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши өз әтлиридин чириклик һосулини алиду. Лекин Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса Роһтин мәңгүлүк һаят алиду.

9 Шуңа, яхши ишларни қилиштин һармайли. Униңға еринмисәк вақти-саити тошқанда чоқум һосул алалаймиз.

10 Шу сәвәптин, биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли.

11 Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар! ◼ 6:11 \+bd «Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар!»\+bd* — немишкә Павлус буни язиду? Жуқириқи 4:15-айәт үстидики изаһатта ейтқинимиздәк, Павлус адәттә пүтүкчи арқилиқ хәтлирини язған (мәсилән, «Рим.» 16:22). Бизниңчә сәвәви униңда бир хил көз кесили бар еди. Шуниң билән: — (1) Павлус бу хәтни йезиш җиддий болғачқа, йенида мувапиқ пүтүкчи болмиғанлиқтин өз қоли билән хәтни йезишқа мәҗбур болған; (2) хәтни һәқиқәтән өзидин кәлгәнлигини испатлаш үчүн аз дегәндиму ахирқи айәтләрни өз қоли билән язди. Чүнки шу чағда «сахта расуллар» көп еди, һәтта Павлусниң нами билән сахта хәтләрни язғанлар бар еди (2Тес.» 2:2ни көрүң).

12 Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас; уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас.

13 Чүнки улар өзлириму хәтнә қилинғини билән Тәврат қануниға әмәл қилмайду; лекин улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду.

14 Өзүмни елип ейтсам, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң кресттики өлүмидин башқа һеч иш билән махтанмиғаймән! Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән.

15 Чүнки Мәсиһ Әйсада нә хәтнилик нә хәтнисизлик дегәнләр күчкә егә әмәстур; бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур!

16 Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай! ◼ 6:16 \+bd «Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай!»\+bd* — «Худаниң Исраили» (яки «Худаниң һәқиқий Исраили») — демәк, башқа бир «Исраил» бар. Бизниңчә бу ибарә Исраилдин, йәни Йәһудийлар ичидики Худаниң ниҗат йолида маңған, Мәсиһ Әйсани қобул қилғанларни (йәни «Худаниң қалдиси»ни) көрситиду. Қалған Йәһудийлар «Исраил» болсиму, «Худаниң Исраили» әмәс.

17 Буниңдин кейин һеч ким бу ишлар билән йәнә мени аварә қилмисун! Чүнки мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!

18 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити роһуңларға яр болғай! Амин!

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado