Efésios 1

UIGCYR

1 Худаниң ирадиси билән, Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин Әфәсуста туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни Мәсиһ Әйсада ихласмән болғанларға салам!

2 Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!

3 Бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси мубарәк болғай! ◼ 1:3 \+bd «әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр»\+bd* — яки «әрштики йәрләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр». \+bd «бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси...»\+bd* — Худаниң нәзиридә, ишәнгүчиләр роһий җәһәттин аллиқачан «Мәсиһ билән әршләрдә олтарған»дур. 20-айәтни көрүң.

4 Чүнки У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди;

5 У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди;

6 бу ишта Униң меһир-шәпқитиниң улуқлуғиға мәдһийә оқулиду; чүнки У меһир-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди.

7 Биз Униңда Атиниң меһир-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ;

8 У бу меһир-шәпқәтни барлиқ даналиқ һәм пәм-парасәт билән бизгә зор тартуқлидики,

11 Униңда бизму Худаға мирас қилинған; биз шу мәхсәттә барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучиниң нишани билән шу ишқа алдин-ала бекитилгән едуқ;

12 шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ;

13 һәқиқәтниң калам-сөзини, йәни ниҗатиңлардики хуш хәвәрни аңлап силәрму Униңға таяндиңлар — вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар.

14 Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду. ◼ 1:14 \+bd «Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду»\+bd* — «капаләт» тоғрилиқ: бу айәт төвәндики һәқиқәтләрни көрситиду: —

15 Шуниң билән, силәрниң Рәб Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин тартип,

16 дуалиримда силәрни әсләп, силәр үчүн рәхмәт ейтишни тохтатмидим;

17 тиләйдиғиним шуки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси, шан-шәрәпниң Егиси болған Ата силәрниң Уни толуқ билишиңларға даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилғай,

18 шуниң билән силәрниң қәлбтики көзлириңлар рошәнлишип, Униң чақириқиға бағланған үмүтниң немилигини, Униң муқәддәс бәндилиридә болған шәрәплик мирасиниң қиммәтликлигини

19 вә Униң ишәнгүчи бизләргә зор күчи билән қаратқан қудритиниң һесапсиз бүйүклүгини билип йәткәйсиләр;

20 дәл шу қудрәтни У Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, әршләрдә Өзиниң оң йенида олтарғузғинида Униңда жүргүзгән еди;

21 пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму Уни барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәптин көп үстүн қойған;

22 барлиқ мәвҗудатларни Униң путлири астиға қоюп, җамаәт үчүн Уни һәммигә баш болушқа ата қилған.

23 Җамаәт болса Униң тени, йәни һәммини һәммә җәһәттин Толдурғучиниң мукәммәл җәвһиридур.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado