1 Әнди «орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда, буларниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди. ◼ 2:1 \+bd ««орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда,..»\+bd* — яки «орма һейт күни әмәлгә ашурулғанда,...». Бу тәрҗимә тоғра болса «орма һейт күни»ниң өзи бир хил бешарәт яки «бешарәтлик рәсим» болиду. «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имиздики «һейтлар» тоғрилиқ мәзмунни көрүң.
2 Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди.
3 От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди.
4 Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.
5 У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди.
6 Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти һәмдә етиқатчиларниң өзлири турушлуқ җайдики тилларда сөзлишиватқанлиғини аңлап, теңирқап қелишти.
7 Улар һәйран болуп тәәҗҗүплинип:
8 Қандақларчә уларниң бизниң ана жутимиздики тиллиримизда сөзлишиватқанлиғини аңлаватқандимиз?
9 Аримизда Партиялар, Медиалар, Еламлар, шундақла Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,
12 Улар һаң-таң қелип алақзадилик билән бир-биригә:
13 Амма бәзиләр:
14 Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди:
15 Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди.
16 Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур:
17 — «Худа мундақ деди:
18 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән, улар бешарәт йәткүзиду.
19 Мән жуқурида асманларда карамәт ишлар, төвәндә, зиминда мөҗизилик аламәтләрни,
20 Рәбниң улуқ һәм карамәт-шәрәплик күни болмиғичә,
21 Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки,
22 Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум —
23 у киши Худаниң бекиткән мәхсити вә алдин-ала билиши бойичә сатқунлуққа учрап тутуп берилгәндин кейин, силәр уни Тәврат қанунисиз жүргән адәмләрниң қоли арқилиқ крестләп өлтүргүздүңлар.
24 Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
25 Давут Зәбурда у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан:
26 Шуңа мениң қәлбим хошалланди,
27 Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән,
28 Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән;
29 Қериндашлар, мән атимиз падиша Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар.
30 Әнди у пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә олтиришқа өз пуштидин бирәйләнни турғузушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.
31 У Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған.
32 Худа дәл бу Әйсани өлүмдин тирилдүрди, вә һәммимиз бу ишниң гувачилиримиз.
33 У Худаниң оң йенида шан-шәрәп ичидә олтарғузулуп, шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип, һазир көрүватқан һәм аңлаватқанлириңларни төкүп бизләргә чүшүрди.
36 Шуниң үчүн, пүткүл Исраил җәмәтидикиләр шуни қәтъий билсунки, Худа силәр крестлигән дәл ушбу Әйсани һәм Рәб һәм Мәсиһ қилип тиклиди!».
37 Бу сөзләр аңлиғанларниң жүригигә санҗилғандәк қаттиқ тәккән болуп улар Петрус вә башқа расуллардин:
38 Петрус уларға: — Товва қилиңлар, һәр бириңлар Әйса Мәсиһниң намида гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар вә шундақ қилсаңлар Худаниң илтипати болған Муқәддәс Роһ силәргә ата қилиниду.
39 Чүнки бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду.
40 Петрус йәнә нурғун башқа сөзләр билән уларни агаһландуруп уларға:
41 Шуниң билән униң сөзини қобул қилғанлар чөмүлдүрүлүшти. Шу күни җамаәткә қошулғанлар үч миңчә киши еди.
42 Улар өзлирини изчил һалда расулларниң тәлимигә, етиқатчиларниң бирлик-һәмдәмлигигә, нанни уштушқа вә дуаларға беғишлиди.
43 Вә қорқунуч уларниң һәр бириниң үстигә чүшти вә расулларниң вастиси билән нурғун карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр йүз бәрди.
44 Пүтүн етиқатчилар давамлиқ җәм болуп биллә яшап, барлиғини ортақ тутушти.
45 Улар мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап һәммисигә тәқсим қилишатти.
46 Улар һәр күни ибадәтхана һойлисиға бир нийәттә җәм болушатти, өй-өйләрдә хошал-хурамлиқ вә ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,
47 Худаға мәдһийә оқушатти; улар пүткүл халайиқниң иззитигә сазавәр болди. Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти.