3 У азап-оқубәтләрни тартқандин кейин, уларға көп испатлар билән өзиниң тирик екәнлигини көрсәткән; у уларға қириқ күн ичидә көрүнгән болуп, Худаниң падишалиғиға аит ишлар тоғрилиқ сөзләп бәргән;
4 вә улар билән җәм қилинғанда мундақ әмир қилди: — «Йерусалимдин айрилмай, силәр мәндин аңлиған, Атиниң вәдисини күтүңлар.
5 Чүнки Йәһя суда чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар көп күнләр өтмәй Муқәддәс Роһта чөмүлдүрүлисиләр».
6 Расуллар униң билән җәм қилинғанда, униңдин: — И Рәб, сән мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән? — дәп сорашқа башлиди.
7 У уларға мундақ деди:
8 Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.
9 У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди.
10 У асманға көтирилгәндә, улар көзлирини көккә тикип қарашқанда, мана туюқсиз уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп:
11 — Әй Галилийәликләр, немишкә өрә турғиниңларчә асманға қарап қалдиңлар? Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду, — деди.
12 Андин улар Йерусалимға йеқин, униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғидин Йерусалимға қайтип кәлди.
13 Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики бир өйгә чиқти. Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди.
14 Булар бир җан бир дил болуп үзүлдүрмәй берилип дуа-тилавәт қилишти; бу ишта бир йәргә җәм болғанлардин бир қанчә аял, җүмлидин Әйсаниң аниси Мәрйәм һәмдә Әйсаниң инилириму бар еди.
15 Шу күнләрниң биридә, Петрус қериндашлар оттурисида өрә туруп (җәм болушқанлар бир йүз жигирмигә йеқин еди) мундақ деди:
16 — Қериндашлар, Әйсани тутқанларға йол башлиғучи болған Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан муқәддәс язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши муқәррәр еди.
17 Чүнки Йәһудаму аримиздин бири һесапланған вә Худаниң бу хизмитидин несивиси бар еди
18 (у қилған қәбиһликниң инъамидин еришкән пулға бир парчә йәр сетивалған еди, у шу йәрдә бешичилап жиқилип, үчәй-қерини чувулуп кәтти;
19 бу иш пүткүл Йерусалимдикиләргә мәлум болуп, улар у йәрни өз тили билән «Һақәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» дегәнликтур)
20 Чүнки Зәбурда Йәһудаға қаритилған муну сөзләр пүтүлгән: —
23 Шуниң билән улар Йүсүп (йәнә Барсабас дәпму аталған, йәнә бир исми Юстус) билән Маттияс дегән икки кишини бекитип, мундақ дуа қилишти:
26 Андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди.