1 Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә һәм Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға келип мундақ дәгәндә: —
2 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
3 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дегәндә: —
4 Бу өй техичила харабә турса, бу силәр тахтайдин безәлгән өйлириңларда яшайдиған вақитму?
5 Мана, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
6 Териғиниңлар көп, жиғивалидиғиниңлар аз;
7 — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
8 Таққа чиқип, яғачни елип келиңлар, өйни қуруңлар; шундақ қилсаңлар Мән униңдин хурсән болимән, шан-шәрәпкә еришимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
9 — Силәр көпни күттүңлар, мана, еришкиниңлар аз болди; уни өйгә епкәлгиниңларда, Мән уни пүвләп йоқаттим; бу немә үчүн? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар —
10 Шуңа үстүңларда асманлар шәбнәмни бәрмәйду, зиминму һосулини бәрмәйду;
11 Мән зиминға, таққа, зираәтләргә, йеңи шарапларға, зәйтун мейиға, тупрақниң үндүрмилиригә, инсанларға, мал-варанларға вә қоллардики барлиқ әҗирләргә қурғақчилиқни чақирдим.
12 Шуниң билән Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәл һәм Йәһозадакниң оғли баш каһин Йәшуа вә хәлиқниң қалдисиниң һәммиси Пәрвәрдигар Худасиниң авазиға, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худасиниң Һагай пәйғәмбәрни әвәтиши билән, униң сөзлиригә қулақ салди; хәлиқ Пәрвәрдигар алдида қорқти.
13 Андин Пәрвәрдигарниң әлчиси Һагай Пәрвәрдигарниң хәвирини хәлиққә йәткүзүп:
14 Вә Пәрвәрдигар Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлниң роһини, шундақла Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаниң роһини һәм хәлиқ қалдисиниң һәр бириниң роһини қозғиди; улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Худасиниң өйигә келип ишлиди.
15 Бу Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни еди.