Tiago 5

UIGCYR

1 Әй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға чүшидиған күлпәтләр үчүн дад-пәряд көтирип жиғлаңлар.

2 Байлиғиңлар чирип кәтти, кийим-кечигиңларни күйә йәп кәтти,

3 алтун-күмүчлириңларни болса дат басти, бу дат қиямәттә өзүңларға қарши гувалиқ берип, гөшүңларни отта көйдүрүлгәндәк йәветиду. Силәрниң байлиқларни топлишиңлар ахирқи күнләрдә болди!

4 Мана, етизлиғиңларда ишләп һосул жиққанларға хиянәт қилип иш һәқлирини бәрмәй кәлдиңлар. Бу тутувелинған һәқ үстүңлардин пәряд көтәрмәктә, шуниңдәк ормичиларниң налә-пәрядлири самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң қулиқиға йәтти.

5 Силәр бу дунияда һәшәмәтчилик вә әйш-ишрәт ичидә яшап келиватисиләр. Қойлар боғузлаш күнигә тәйярланғандәк, силәрму боғузлиниш күнигә өзүңларни бордап келиватисиләр.

6 Силәр һәққаний болғучини гунаға мәһкүм қилип, өлтүрүп кәлдиңлар; у силәргә қаршилиқ көрсәтмәйду. ◼ 5:6 \+bd «Силәр һәққаний болғучини гунаға мәһкүм қилип, өлтүрүп кәлдиңлар; у силәргә қаршилиқ көрсәтмәйду»\+bd* — «һәққаний болғучи» (1) Мәсиһни яки (2) һәққаний адәмләрни көрситиду. Бизниңчә һәққаний адәмләрни көрситиду, чүнки грек тилида «өлтүрүш» дегән пеил көп қетимлиқ өлтүрүшләрни көрситиши мүмкин. Әнди немишкә «һәққаний болғучилар» әмәс, бәлки «һәққаний болғучи» дәйду? Бизниңчә расул Яқуп Мәсиһ Әйсаниң Өз мөмин бәндилиридә туруватқанлиғини, улар билән бир болғанлиғини тәкитләшни халайду («Пәнд.» 14:31, 17:5 вә «Рос.» 9:4ни көрүң). Расул Яқуп шу чағларда «һәққаний Яқуп» дәп атилатти вә кейин Йерусалимдикиләр тәрипидин өлтүрүветилди (миладийә 60-жилларда).

9 Қериндашлар, өзүңлар сораққа тартилмаслиғиңлар үчүн бир-бириңлардин ағринмаңлар; мана, Сорақ Қилғучи ишик алдида туриду.

10 Пәрвәрдигарниң намида сөзлигән бурунқи пәйғәмбәрләрниң қандақ азап-оқубәт тартқанлиғи, шундақла сәвир-тақәт қилғанлиғини үлгә қилиңлар.

11 Биз мана мошундақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик дәп һесаплаймиз. Аюпниң азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини аңлиғансиләр вә Пәрвәрдигарниң униңға ахирқи қилғинини, шундақла «Пәрвәрдигарниң ич-бағри шәпқәт вә рәһимдиллиқ билән толған»лиғини көргәнсиләр.

12 Әнди и қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар — нә асман нә зимин нә һеч қандақ башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар, бәлки «болиду» десәңлар һәқиқий «болиду» болсун, «яқ» десәңлар һәқиқий «яқ» болсун. Шундақ қилғанда, Худаниң җазасиға чүшмәйсиләр.

13 Араңларда азап тартқучи киши барму? У дуа қилсун. Хошал жүрүватқанлар барму? У күй-мәдһийә нахшилирини ейтсун. ◼ 5:13 \+bd «Араңларда азап тартқучи киши барму? У дуа қилсун. Хошал жүрүватқанлар барму? У күй-мәдһийә нахшилирини ейтсун»\+bd* — бу сөз бәлким җамаәтниң ибадәт сорунлиридики әһвалини көздә тутиду. Демәк, җамаәт сорунлирида қериндашларниң һәм жиғлаш һәм хошал болуш әркинлиги болушиға тоғра келиду. Амма бу сөзләр қериндашлар ялғуз қалғанда охшашла инавәтлик болиду, әлвәттә!

14 Араңларда ағриқ-силақлар барму? Улар җамаәтниң ақсақаллирини чақиртип кәлсун; улар Рәбниң намида униң бешиға май сүрүп мәсиһ қилип дуа қилсун.

15 Шундақ қилип иман-ишәш билән қилинған дуа бемарни сақайтиду, Рәб уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуналарни қилған болса, булар кәчүрүм қилиниду.

16 Шуниң үчүн өткүзгән гуналириңларни бир-бириңларға иқрар қилиңлар вә шипалиқ тепишиңлар үчүн бир-бириңларға дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә чоң үнүмгә егидур.

17 Иляс пәйғәмбәрму бизгә охшашла инсаний тәбиәтлик еди. У ямғур яғмисун дәп ихлас билән дуа қилди; нәтиҗидә, зиминға үч жил алтә ай һеч ямғур яғмиди.

18 Андин у йәнә дуа қилди вә ямғур қайта яғди, йәрму һосул-мевисини йәнә бәрди.

19 Қериндашлирим, араңларда бириси һәқиқәттин чәтнигән болса, вә йәнә бириси уни һәқиқәткә қайтурса,

20 Мошундақ киши шуни билсунки, гунакар кишини азған йолидин қайтуруп әкәлгүчи шу кишиниң җениниң өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналарниң йепип қоюлишиға сәвәпчи болиду. ◼ 5:20 \+bd «Мошундақ киши шуни билсунки, гунакар кишини азған йолидин қайтуруп әкәлгүчи шу кишиниң җениниң өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналарниң йепип қоюлишиға сәвәпчи болиду»\+bd* — «өлүмдин қутулуш» дегән ибарә «мәңгүлүк өлүм» (дозақ) яки бу дуниядин кетишини көрситәмду? Бизниңчә расул бу гунакарниң «\+bd җениниң\+bd* қутулуши»ни тәкитлигәчкә, мәңгүлүк өлүмни көрсәтсә керәк.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado