1 И оғлум, тәлимимни унтума,
2 Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду.
3 Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә,
4 Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән.
5 Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;
6 Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил;
7 Өзүңни әқиллиқ санима;
8 Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман,
9 Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин,
10 Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду,
11 И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма,
12 Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк,
13 Даналиққа муйәссәр болған киши,
14 Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур,
15 У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур,
16 Даналиқниң оң қолида узун өмүр,
17 Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур,
18 У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур,
19 Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди,
20 Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди,
21 И оғлум! Даналиқ билән билимни көзүңдин чиқарма,
22 Шуниң билән улар җениңға җан қошиду,
23 Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән,
24 Ятқанда һеч немидин қорқмайсән,
25 Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин,
26 Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур,
27 Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
28 Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
29 Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма,
30 Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса,
31 Зулумхор кишигә һәсәт қилма,
32 Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур,
33 Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур,
34 Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду,
35 Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду,