Mateus 8

UIGCYR

1 У тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.

2 Вә мана, мохо кесили бар болған бир киши униң алдиға келип, бешини йәргә уруп тизлинип:

3 Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп:

4 Әйса униңға:

5 У Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши униң алдиға келип, униңдин йелинип:

6 — Тәхсир, чакирим паләч болуп қелип, бәк азаплинип өйдә ятиду, — деди.

7 Мән берип уни сақайтип қояй, — деди Әйса.

8 Йүз беши җававән:

9 Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, мениң қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду. Қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.

10 Әйса бу гәпләрни аңлап, һәйран болди. Өзи биллә кәлгәнләргә:

11 Силәргә шуни ейтайки, нурғун кишиләр күнчиқиш вә күнпетиштин келип, әрш падишалиғида Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду.

12 Лекин бу падишалиқниң өз пәрзәнтлири болса, сиртта қараңғулуққа ташлинип, у йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлири ғучурлайду, — деди.

13 Андин, Әйса йүз бешиға:

14 Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизип орун тутуп йетип қалғинини көрди.

15 У униң қолини тутувиди, униң қизитмиси янди. Аял дәрһал орнидин туруп, Әйсани күтүшкә башлиди.

16 Кәч киргәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни униң алдиға елип келишти. У бир еғиз сөз биләнла җинларни һайдивәтти вә барлиқ кесәлләрни сақайтти.

17 Буниң билән, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән: «У өзи ағриқ-силақлиримизни көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.

18 Әйса өзини оривалған топ-топ кишиләрни көрүп, мухлислириға деңизниң у қетиға өтүп кетишни әмир қилди.

19 Шу чағда, Тәврат устазлиридин бири келип, униңға:

20 Әйса униңға:

21 Мухлислиридин йәнә бири униңға:

22 Бирақ Әйса униңға:

23 У кемигә чүшти, мухлислириму чүшүп биллә маңди.

24 Вә мана, деңиз үстидә қаттиқ боран чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемидин һалқип кемини ғәриқ қиливетәй дәп қалди. Лекин у ухлавататти.

25 Мухлислар келип уни ойғитип:

26 — Немишкә қорқисиләр, и ишәши аҗизлар! — деди у вә орнидин туруп, боран-чапқунға вә деңизға тәнбиһ беривиди, һәммиси бирдинла тиничланди.

27 Мухлислар интайин һәйран болуп, бир-биригә:

28 Әйса деңизниң у қетидики Гадаралиқларниң жутиға барғинида, җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди. Улар шунчә вәһший едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалмайтти.

29 Уни көргәндә улар:

30 Шу йәрдин хелә жирақта чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти.

31 Җинлар әнди униңға:

32 У уларға:

33 Лекин тоңғуз баққучилар бәдәр қечип, шәһәргә кирип, бу ишниң баш-ахирини, җүмлидин җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа ейтип беришти.

34 Вә мана, пүтүн шәһәрдикиләр Әйса билән көрүшкили чиқти. Улар уни көргәндә, униң өзлириниң шу районидин айрилип кетишини өтүнди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado