Mateus 4

UIGCYR

1 Андин Әйса Роһниң йетәкчилигидә Иблисниң синақ-аздурушлириға йүзлиниш үчүн чөл-баяванға елип берилди.

2 У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди.

3 Әнди аздурғучи униң йениға келип униңға:

4 Лекин у җававән: —

5 Андин Иблис уни муқәддәс шәһәргә елип берип, ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп униңға:

6 — Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин! Чүнки Тәвратта: «Худа Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп пүтүлгән — деди.

7 Әйса униңға: «Тәвратта йәнә, «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму пүтүлгән — деди.

8 Андин, Иблис уни наһайити егиз бир таққа чиқирип, униңға дуниядики барлиқ падишалиқларни шәрәплири билән көрситип:

9 Йәргә жиқилип маңа ибадәт қилсаң, буларниң һәммисини саңа бериветимән, — деди.

10 Андин Әйса униңға: — Йоқал, Шәйтан! Чүнки Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» дәп пүтүлгән, — деди.

11 Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди.

12 Әнди Әйса Йәһяниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Галилийәгә йол алди.

13 У Насарәт йезисини ташлап, Зәбулун вә Нафтали районидики Галилийә деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.

14 Шундақ қилип, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған шу бешарәт әмәлгә ашурулди, демәк: —

15 «Зәбулун зимини вә Нафтали зимини,

16 Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди;

17 Шу вақиттин башлап, Әйса: «Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — дәп җар қилишқа башлиди.

18 Бир күни, у Галилийә деңизи бойида кетиветип, икки ака-ука, йәни Петрус дәпму атилған Симон исимлиқ бир кишини вә униң иниси Андириясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти;

19 у уларға:

20 Улар шуан белиқ торлирини ташлап, униңға әгишип маңди.

21 У шу йәрдин өтүп, иккинчи бир ака-укини, йәни Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә иниси Юһаннани көрди. Бу иккиси кемидә атиси Зәбәдий билән торлирини оңшавататти. У уларниму чақирди.

22 Улар дәрһал кемини атиси билән қалдуруп униңға әгишип маңди.

23 Вә Әйса Галилийәниң һәммә йерини кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалайтти, хәлиқ арисида һәр хил кесәлләрни вә аҗиз-мәйипларни сақайтти.

24 У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди; у йәрдики халайиқ һәр хил бемарларни, йәни һәртүрлүк кесәлләр вә ағриқ-силақларни һәмдә җин чаплашқанларни, тутқақлиқ вә паләч кесилигә гириптар болғанларни униң алдиға елип келишти; вә у уларни сақайтти.

25 Галилийә, «он шәһәр» райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр униңға әгишип маңди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado