Mateus 19

UIGCYR

1 Шундақ болдики, Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Галилийә өлкисидин айрилип, Йәһудийә өлкисиниң чәт йәрлиригә, йәни Иордан дәриясиниң у қетидики жутларға барди.

2 Топ-топ адәмләр униңға әгишип кәлгән болуп, у уларни шу йәрдила сақайтти.

3 Әнди бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин:

4 Шуниң билән у җававән мундақ деди:

5 «Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккиси бир тән болиду».

6 Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду. Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун.

7 Пәрисийләр униңдин йәнә:

8 У уларға: — Таш жүрәклигиңлардин Муса пәйғәмбәр аяллириңларни талақ қилишқа рухсәт қилған; лекин аләмниң башлимида бундақ әмәс еди.

9 Әнди шуни силәргә ейтип қояйки, аялини бузуқлуқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған һәр қандақ киши зина қилған болиду.

10 Мухлислар униңға:

11 У уларға:

12 Чүнки анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар; вә инсан тәрипидин ахта қилинған бәзи ағватларму бар; вә әрш падишалиғи үчүн өзини ағват қилғанларму бар. Бу сөзни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун! — деди.

13 Қолуңни тәккүзүп дуа қилғайсән дәп, бәзиләр кичик балилирини униң алдиға елип кәлди. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди.

14 Амма Әйса:

15 Вә қоллирини уларға тәккүзгәндин кейин, у у йәрдин айрилди.

16 Мана, бир күни бириси униң алдиға келип:

17 У униңға:

18 Қайси әмирләргә дәйсән? — дәп сориди у.

19 ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.

20 Яш жигит униңға: — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Әнди маңа йәнә немә кәм? — деди.

21 Әйса униңға:

22 Жигит мошу сөзни аңлап, қайғуға чөмүп у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-мүлки наһайити көп еди.

23 Әйса мухлислириға:

24 Вә йәнә шуни силәргә ейтайки, төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.

25 Мухлислар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп:

26 Амма Әйса уларға қарап:

27 Буниң билән Петрус униңдин:

28 Әйса уларға мундақ деди:

29 Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ача-сиңил қериндашлири, ата-аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләрниң һәммиси уларға йүз һәссә артуқ еришиду вә мәңгүлүк һаятқа мирас болиду.

30 Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado