Lucas 9

UIGCYR

1 Әйса он иккиләнни чақирип, уларға барлиқ җинларни һайдиветиш вә кесәлләрни сақайтишқа қудрәт вә һоқуқ бәрди.

2 Андин уларни Худаниң падишалиғини җар қилиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.

3 У уларға:

4 Вә қайси өйгә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдә туруңлар.

5 Әнди қайси йәрдики кишиләр силәрни қобул қилмиса, у шәһәрдин чиққиниңларда уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топиниму қеқиветиңлар! — деди.

6 Мухлислар йолға чиқип, йеза-қишлақларни арилап хуш хәвәрни елан қилип, һәммә йәрдә кесәлләрни сақайтти.

7 Әнди Һерод һаким униң барлиқ қилғанлиридин хәвәр тепип, қаймуқуп қалди. Чүнки бәзиләр: «Мана Йәһя өлүмдин тирилипту!» десә,

8 йәнә бәзиләр: «Иляс пәйғәмбәр қайта пәйда болди» вә йәнә башқилар: «Қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәйтти.

9 Һерод: «Мән Йәһяниң каллисини алдурған едим, әнди мән мошу гепини аңлаватқан зат зади кимду?» — деди. Шуниң билән у уни көрүш пурситини издиди.

10 Расуллар болса қайтип келип, өзлириниң қилған ишлириниң һәммисини Әйсаға мәлум қилди. У уларни елип, хупиянә һалда Бәйт-Саида дегән шәһәрдики хилвәт бир йәргә кәлди.

11 Бирақ халайиқ буниңдин хәвәр тепип униңға әгишип кәлди. У уларни қарши елип, уларға Худаниң падишалиғи тоғрисида сөзлиди вә шипаға муһтаҗларни сақайтти.

12 Күн олтирай дегәндә, он иккилән униң алдиға келип униңға:

13 Лекин у уларға:

14 Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани бәш миңчә еди.

15 Улар униң дегиничә қилип һәммәйләнни олтарғузди.

16 Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр ейтип буларни бәрикәтлиди. Андин уларни уштуп, халайиққа сунуп бериш үчүн мухлислириға бәрди.

17 Һәммәйлән йәп тоюнди. Андин шулардин ешип қалған парчилирини он икки севәткә жиғип қачилиди.

18 Вә шундақ болдики, у өзи ялғуз дуа қиливатқанда, мухлислири йенида туратти. У улардин:

19 Улар җававән: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс пәйғәмбәр, вә йәнә бәзиләр қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — деди.

20 У улардин:

21 У уларға қаттиқ җекиләп, бу ишни һеч кимгә тинмаңлар, дәп тапилиди.

22 — Чүнки Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр, — деди.

23 Андин у уларниң һәммисигә мундақ деди:

24 Чүнки кимдәким өз һаятини қутқузимән дәйдикән, чоқум униңдин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши һаятини қутқузиду.

25 Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки өзидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!

26 Чүнки кимдәким мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә, униң Атисиниң вә муқәддәс пәриштиләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинидә униңдинму номус қилиду.

27 Лекин мән дәрһәқиқәт силәргә шуни ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғини көридиғанлар бардур.

28 Бу сөзләрдин тәхминән сәккиз күн кейин шундақ болдики, у Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн бир таққа чиқти.

29 У дуа қиливатқинида, униң йүзиниң қияпити өзгәрди вә кийимлири аппақ болуп чақмақтәк чақниди.

30 Вә мана, икки адәм пәйда болуп униң билән сөзлишишиватқан еди; улар Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр еди.

31 Улар парлақ җула ичидә аян болуп, униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти.

32 Әнди Петрус вә униң һәмраһлирини хелә үгидәк басқан еди; лекин уларниң уйқиси толуқ ечилғанда улар униң шан-шәривини вә униң билән биллә турған икки адәмзатни көрди.

33 Вә шундақ болдики, бу иккиси Әйсадин айриливатқанда, Петрус өзиниң немини дәватқанлиғини билмигән һалда Әйсаға:

34 Лекин у бу гәпләрни қиливатқанда, бир парчә булут пәйда болуп уларни қапливалди; улар булут ичигә кирип қалғинида қорқушуп кәтти.

35 Булуттин туюқсиз бир аваз аңлинип:

36 Аваз аңланғандин кейин, қариса, Әйса өзи ялғуз қалған еди. Улар сүкүт қилип қелишти вә шу күнләрдә өзлири көргән ишлардин һеч қайсисини һеч кимгә ейтмиди.

37 Әтиси, улар тағдин чүшкән вақтида, зор бир топ кишиләр уни қарши алди.

38 Мана, топниң арисидин бирәйлән вақирап:

39 Мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди; у униң бәдинини тартиштуруп, ағзидин ақ көпүк кәлтүрүветиду. Җин уни дайим дегидәк қийнап, униңға һеч арам бәрмәйду.

40 Мән мухлислириңиздин роһни һайдиветишни өтүнүвидим, бирақ улар ундақ қилалмиди, — деди.

41 Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә туруп, силәргә сәвир қилай? — Оғлуңни алдимға елип кәлгин — деди.

42 Бала техи йолда келиватқанда, җин уни жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурди. Әйса напак роһқа тәнбиһ берип, балини сақайтти вә уни атисиға қайтуруп бәрди.

43 Һәммәйлән Худаниң шәрәплик күч-қудритигә қин-қиниға патмай тәәҗҗүпләнди. Һәммиси Әйсаниң қилғанлириға һәйран қелишип турғанда, у мухлислириға мундақ ейтти:

44 — Бу сөзләрни қулақлириңларға убдан сиңдүрүп қоюңлар. Чүнки Инсаноғли пат арида сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.

45 Бирақ улар бу сөзни чүшинәлмиди. Буниң мәнаси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди. Улар униңдин бу сөз тоғрилиқ сорашқиму петиналмиди.

46 Әнди мухлислар арисида улардин кимниң әң улуқ болидиғанлиғи тоғрилиқ талаш-тартиш пәйда болди.

47 Амма Әйса уларниң көңлидики ойларни көрүп йетип, кичик бир балини елип йенида турғузуп,

48 уларға:

49 Юһанна җававән униңға:

50 Лекин Әйса униңға: — Уни тосмаңлар. Чүнки ким силәргә қарши турмиса силәрни қоллиғанлардиндур, — деди.

51 Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти.

52 Шуниң үчүн у алдин әлчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, униң келишигә тәйярлиқ қилиш үчүн Самарийә өлкисидики бир йезиға кирди.

53 Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди.

54 Униң мухлислиридин Яқуп билән Юһанна бу ишни көрүп:

55 Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди.

56 Андин улар башқа бир йезиға өтүп кәтти.

57 Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, бириси униңға:

58 Әйса униңға:

59 У йәнә башқа бирисигә:

60 Лекин Әйса униңға — Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишалиғини җакалиғин, — деди.

61 Йәнә бириси:

62 — Ким қолида хошниң тутқучини тутуп туруп кәйнигә қариса, у Худаниң падишалиғиға лайиқ әмәстур, — деди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado