Lucas 22

UIGCYR

1 Әнди петир нан һейти («өтүп кетиш һейти» дәпму атилиду) йеқинлишип қалған еди.

2 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни өлүмгә мәһкүм қилишқа амал издәп жүрәтти; чүнки улар хәлиқтин қорқатти.

3 Шу пәйттә он иккиләндин бири болған, Ишқарийот дәп аталған Йәһуданиң көңлигә Шәйтан кирди.

4 У берип баш каһинлар вә ибадәтхана пасибан бәглири билән Әйсани қандақ қилип уларға тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.

5 Улар интайин хуш болуп, Йәһудаға пул беришкә келишти.

6 Йәһуда мақул болуп, уни халайиқтин айрим қалғанда уларға тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә киришти.

7 Әнди петир нан һейтиниң биринчи күни йетип кәлгән еди. Шу күни «өтүп кетиш һейти»ға атап қурбанлиқ қоза союлатти.

8 Шуниң билән Әйса Петрус билән Юһаннаға:

9 — Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди улар.

10 У уларға мундақ деди:

11 Вә өй егисигә: «Устаз: — Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана өй қәйәрдә? — дәп сораватиду» дәңлар.

12 У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлиқ қилип туруңлар.

13 Шуниң билән иккиси беривиди, һәммә ишлар униң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти.

14 Әнди вақти-саити кәлгәндә, Әйса дәстиханда олтарди; он икки расул униң билән биллә олтиришти.

15 Андин у уларға:

16 Чүнки силәргә ейтайки, бу һейт зияпитиниң әһмийити Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән, — деди.

17 Андин у бир җамни қолиға елип, тәшәккүр ейтти вә мухлислириға:

18 Чүнки шуни ейтайки, мундин кейин Худаниң падишалиғи кәлмигичә, һәргиз үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән, — деди.

19 Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.

20 У шуниңдәк тамақтин кейинки җамни қолиға елип мундақ деди:

21 Лекин мана, мени тутуп бәргүчиниң қоли мениң билән бир дәстихандидур.

22 Вә Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида бекитилгәндәк аләмдин кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай!

23 Андин мухлислар бир-биридин:

24 Әнди уларниң арисида қайсимиз әң улуқ санилишимиз керәк дегән талаш-тартиш пәйда болди.

25 У уларға мундақ деди:

26 Бирақ силәр шундақ болмаңлар; бәлки араңлардики әң мәртивилиги өзини әң кичигидәк һесаплисун вә йетәкчи болғанлар һәммәйләнгә хизмәткардәк болсун.

27 Ким мәртивилик, дәстиханда олтарғанму яки дәстихандики күткүчиму? Дәстиханда олтарғини әмәсму? Бирақ мән болсам араңларда хизмитиңларда болғучи күткүчидәктурмән.

28 Силәр болсаңлар, бешимға синақлар кәлгәндә баштин-ахир мән билән биллә һәмраһ болғансиләр.

29 Вә худди Атам маңа падишалиқ һоқуқи бекиткәндәк, мән силәргиму шундақ бекитимән.

30 Шуниң билән силәр мениң падишалиғимда мән билән бир дәстиханда йәп-ичисиләр вә тәхтләрдә олтирип, Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр.

31 Рәб йәнә Петрусқа:

32 Лекин етиқатиң йоқимисун дәп саңа дуа қилдим. Әнди сән товва қилип түз йолға қайтқандин кейин, қериндашлириңни мустәһкәмлигин» — деди.

33 — И Рәб, — деди Петрус, — Мән сән билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүмгә беришқа тәйярмән!

34 У униңға: — И Петрус, саңа ейтайки, бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән, деди. ◼ 22:34 \+bd «бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән»\+bd* — «бүгүн» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһудийлар үчүн «бу күн» «кечә» билән башлиниду. Мәсиһ бу сөзләрни кечидә ейтиду. Шуниң билән у ейтқан вақиәләр әшу кечидә, таң атмайла йүз бериду.

35 Андин, у улардин:

36 Шуниң билән у уларға: — Лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун.

37 Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, муқәддәс язмиларда: «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» дәп пүтүлгән сөз мәндә чоқум әмәлгә ашурулиду. Чүнки мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду — деди.

38 — И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән, деди улар.

39 Андин у чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди; униң мухлислири униңға әгишип барди.

40 У йәргә йетип барғанда у уларға:

41 Андин, улардин бир таш етимичә нерирақ берип, тизлинип туруп:

42 — И Ата, халисаң, бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән. Лекин мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң ада қилинсун — дәп дуа қилди;

43 вә асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп уни қувәтләндүрди.

44 У қаттиқ азапта толғинип техиму ихласлиқ билән дуа қиливәрди. Буниң билән униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.

45 Андин дуасини түгитип, орнидин туруп, мухлислириниң йениға кәлди. Уларниң ғәмгә чөкүп һалсизлинип үгдәп қалғанлиғини көрүвиди, уларға:

46 — Ухлап қалғиниңлар немиси? Аздурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди.

47 Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға салам берип сөйгили қешиға барди.

48 Әйса униңға:

49 Вә Әйсаниң әтрапидикиләр немә иш йүз беридиғанлиғини билип йетип: — И Рәб, қилич билән урайлиму? — деди.

50 Вә улардин бири қиличини көтирип, баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти.

51 Бирақ Әйса буниңға җававән: — Болди, тохта! — деди; у қолини узитип қулиқиға тәккүзүп, уни сақайтти.

52 Әйса өзини тутқили кәлгән баш каһинлар, пасибан бәглири вә ақсақалларға қарап:

53 Ибадәтханида һәр күни силәр билән биллә едим, силәр қол салмидиңлар. Һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур — деди.

54 Улар Әйсани тутувелип, баш каһинниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңди.

55 Әнди улар һойлиниң оттурисида от йеқип чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрус уларниң арисиға кирип олтарди.

56 Андин отниң нурида униң олтарғинини көргән бир дедәк униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән биллә еди, — деди.

57 Лекин у тенип: — Әй хотун, уни тонумаймән! — деди.

58 Андин узун өтмәй, йәнә бирәйлән уни көрүп: — Сәнму улардин екәнсән, — деди. Лекин Петрус: — Әй бурадәр, ундақ әмәсмән! — деди.

59 Андин бир саатчә өткәндә башқа бирәйлән: — Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур, — дәп чиң турувалди.

60 Лекин Петрус:

61 Әнди Рәб кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қарап қойди. Шуниң билән Петрус Рәбниң сөзини, йәни: «Бүгүн ғораз чиллаштин илгири сән мәндин үч қетим танисән» дегәнлигини ядиға кәлтүрди.

62 Вә у ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.

63 Әнди Әйсани тутуп туруватқанлар уни мәсқирә қилишқа вә савап-думбилашқа башлиди;

64 униң көзлирини теңип униңдин: — Сени урған кимду? Қени, бешарәт бәргин! — дәп сорашти

65 вә униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурди.

66 Таң атқанда, хәлиқ ақсақаллири, йәни баш каһинлар вә Тәврат устазлири жиғилишти. Улар уни өз кеңәшмисигә елип берип

67 униңдин: —

68 Силәрдин бирәр соал сорисам, һеч җавап бәрмәйсиләр.

69 Лекин бу вақиттин башлап Инсаноғли Һәммигә Қадирниң оң йенида олтириду, — деди.

70 — Ундақта, сән Худаниң Оғли екәнсән-дә? — дейишти улар.

71 Шуниң билән улар:

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado