João 20

UIGCYR

1 Һәптиниң биринчи күни таң сәһәр, Магдаллиқ Мәрйәм қәбиргә барди вә қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.

2 Шуңа у жүгүргиничә келип Симон Петрус вә Әйса сөйгән һелиқи мухлисниң йениға келип, уларға:

3 Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди.

4 Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди.

5 У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.

6 Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни,

7 шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.

8 Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди

9 (чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти).

10 Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.

11 Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди,

12 мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.

13 Улар Мәрйәмдин:

14 У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.

15 Әйса униңдин — Ханим, немишкә жиғлайсән, кимни издәйсән? — дәп сориди.

16 Мәрйәм! — деди Әйса униңға.

17 Әйса униңға: — Маңа есилмиғин! Чүнки мән техи атамниң йениға чиқмидим. Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин, деди.

18 Шуниң билән Магдаллиқ Мәрйәм мухлисларниң йениға берип, уларға: «Рәбни көрдүм!» деди вә шундақла Әйса өзигә ейтқан у сөзләрни уларға йәткүзди.

19 Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида көрүнүп, өрә турған һалда уларға:

20 Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди.

21 Шуңа Әйса уларға йәнә:

22 Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп:

23 Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду! — деди.

24 Амма он иккиләнниң бири, йәни «кош гезәк» дәп аталған Томас Әйса кәлгәндә уларниң йенида әмәс еди.

25 Шуңа башқа мухлислар униңға:

26 Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп:

27 Андин у Томасқа:

28 Томас униңға: — Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән! — дәп җавап бәрди.

29 Әйса униңға:

30 Әйса мухлислириниң алдида бу китапта хатириләнмигән башқа нурғун мөҗизилик аламәтләрниму көрсәтти.

31 Лекин мошулар силәрни Әйсаниң Мәсиһ, шундақла Худаниң Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ униңға етиқат қилип, униң нами арқилиқ һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado