João 1

UIGCYR

1 Муқәддәмдә «Калам» бар еди; Калам Худа билән биллә еди һәм Калам Худа еди.

2 У муқәддәмдә Худа билән биллә еди.

3 У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс.

4 Униңда һаятлиқ бар еди вә шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди.

5 Вә нур қараңғулуқта парлайду вә қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс.

6 Бир адәм Худадин кәлди. Униң исми Йәһя еди.

7 У гувалиқ бериш үчүн, йәни һәммә инсан өзи арқилиқ ишәндүрүлсун, дәп нурға гувачи болушқа кәлгән еди.

8 Йәһяниң өзи шу нур әмәс, бәлки пәқәт шу нурға гувалиқ беришкә кәлгән еди.

9 Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди.

10 У дунияда болған вә дуния у арқилиқ барлиққа кәлтүрүлгән болсиму, лекин дуния уни тонумиди.

11 У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди.

12 Шундақтиму, у өзини қобул қилғанлар, йәни өз намиға етиқат қилғанларниң һәммисигә Худаниң пәрзәнти болуш һоқуқини ата қилди.

13 Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду. ◼ 1:13 \+bd «Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду»\+bd* —

14 Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти вә биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә Оғлиниңкидур.

15 (Йәһя униңға гувалиқ берип: — Мана, мән силәргә: «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! — дәп җар қилди)

16 Чүнки һәммимиз униңдики толуп ташқанлардин илтипат үстигә илтипат алдуқ.

17 Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән еди; лекин меһир-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди.

18 Худани һеч ким көрүп баққан әмәс; бирақ Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди.

19 Йерусалимдики Йәһудийлар Йәһядин «Сән кимсән?» дәп сүрүштә қилишқа каһинлар билән Лавийларни униң йениға әвәткәндә, униң уларға җававән бәргән гувалиғи мундақ еди:

20 У етирап қилип, һеч иккиләнмәй: — «Мән Мәсиһ әмәсмән» — дәп ениқ етирап қилди.

21 Улар униңдин:

22 Шуңа улар униңдин:

23 Йәһя мундақ җавап бәрди:

26 Йәһя уларға мундақ дәп җавап бәрди:

27 у мәндин кейин кәлгүчи болуп, мән һәтта униң кәшиниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!

28 Бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйт-Ания йезисида, йәни Йәһя пәйғәмбәр кишиләрни суға чөмүлдүрүватқан йәрдә йүз бәргән еди.

29 Әтиси, Йәһя Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди:

30 Мана, мән силәргә: «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур!

31 Мән бурун уни билмисәмму, лекин уни Исраилға аян болсун дәп, кишиләрни суға чөмүлдүргили кәлдим.

32 Йәһя йәнә гувалиқ берип мундақ деди:

33 Мән әслидә уни билмигән едим; лекин мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи маңа: «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» дегән еди.

34 Мән дәрвәқә шу ишни көрдүм, шуңа униң һәқиқәтән Худаниң Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим! ◼ 1:34 \+bd «Худаниң Оғли»\+bd* — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду. «Тәбирләр»ниму көрүң.

35 Әтиси, Йәһя икки мухлиси билән йәнә шу йәрдә туратти.

36 У у йәрдин меңип кетиватқан Әйсани көрүп:

37 Униң бу сөзини аңлиған икки мухлис Әйсаниң кәйнидин меңишти.

38 Әйса кәйнигә бурулуп, уларниң әгишип келиватқинини көрүп улардин:

39 — Берип көрүңлар, — деди у. Шуниң билән, улар берип униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди вә у күни униң билән биллә турди (бу вақит шу күнниң онинчи саити еди).

40 Йәһя пәйғәмбәрниң жуқуриқи сөзини аңлап, Әйсаниң кәйнидин маңған иккиләнниң бири Симон Петрусниң иниси Андрияс еди.

41 Андрияс авал өз акиси Симонни тепип, униңға:

42 вә акисини Әйсаниң алдиға елип барди. Әйса униңға қарап:

43 Әтиси, Әйса Галилийә өлкисигә йол алмақчи еди. У Филипни тепип, униңға:

44 (Филип Бәйт-Саидалиқ болуп, Андрияс билән Петрусниң жутдиши еди).

45 Филип Натанийәлни тепип, униңға:

46 Бирақ Натанийәл:

47 Әйса Натанийәлниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ:

48 Натанийәл: — Мени қәйеримдин билдиң? — дәп сориди.

49 Натанийәл җававән: — Устаз, сән Худаниң Оғли, Исраилниң Падишасисән! — деди.

50 Әйса униңға җававән:

51 вә йәнә:

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado