Hebreus 3

UIGCYR

1 Шундақ екән, әй муқәддәс қериндашлар, әрштин болған чақириққа ортақ несип болғанлар, өзимиз етирап қилған Расул вә Баш Қаһин, йәни Әйсаға көңүл қоюп қараңлар.

2 Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк, уму өзини тайинлап хизмәткә Қойғучиға садиқ болди.

3 Лекин өйни бәрпа қилғучи өзи бәрпа қилған өйдинму артуқ шөһрәткә сазавәр болғинидәк, Уму Мусадин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур.

4 Чүнки һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур; лекин пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.

5 Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған.

6 Лекин Мәсиһ болса Худаниң аилисигә Оғул салаһийити билән һөкүм сүриду; вә әгәр биз җасаритимиз вә үмүтүмиздин болған иптихарлиқни ахирғичә чиң тутсақ, дәрвәқә Худаниң әшу аилисигә тәвә болған болимиз.

7 Шуңа, муқәддәс язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк,

8 Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүрүп, чөл-баяванда Уни синиған күнидикидәк,

9 Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм Мениң қилғанлиримни қириқ жил көрүп кәлгән еди.

10 Мән шу дәвирдин бизар болуп: —

11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: —

12 Әнди қериндашлар, һеч қайсиңларда яман нийәтлик вә етиқатсиз қәлб болмисун, шундақла униң мәңгү һаят Худадин йүз өрүмәслигигә көңүл бөлүңлар;

13 пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар.

14 Дәсләптики хатирҗәмлигимизни ахирғичә чиң тутсақла, дәрвәқә Мәсиһ билән шерик болған болимиз.

15 Жуқирида ейтилғинидәк: —

16 (Әнди Униң авазини аңлап туруп, Уни ғәзәпләндүргәнләр кимләр еди? Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә Мисирдин қутулуп чиққан әшу Исраилларниң һәммиси әмәсму?

17 У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?

18 Шундақла У кимләргә Өз арамлиғимға қәтъий кирмәйсиләр дәп қәсәм қилди? Өзигә итаәт қилмиғанларни әмәсму?

19 Шуңа булардин көрүвалалаймизки, уларниң арамлиққа кирмәслиги етиқатсизлиғи түпәйлидин еди).

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado