1 Андин Яқуп оғуллирини чақирип уларға мундақ деди: — Һәммиңлар җәм болуңлар, мән силәргә кейинки күнләрдә силәр йолуғидиған ишларни ейтип берәй: —
2 Жиғилип келип аңлаңлар, и Яқупниң оғуллири;
3 Әй Рубән, сән мениң тунҗа оғлумсән,
4 Лекин қайнап тешип чүшкән судәк,
5 Шимеон билән Лавий қериндашлардур;
6 Аһ җеним, уларниң мәслиһитигә кирмигин!
7 Уларниң аччиғи әшәддий болғачқа ләнәткә қалсун!
8 Әй Йәһуда! Сени болса қериндашлириң тәрипләр,
9 Йәһуда яш бир ширдур;
10 Шаһанә һаса Йәһудадин кетип қалмайду,
11 У тәхийини үзүм телиға,
12 Униң көзлири шараптин қизирип кетәр,
13 Зәбулун деңиз бойини макан қилар,
14 Иссакар бәстлик бәрдәм бир ешәктур,
15 У арамгаһниң яхши екәнлигигә қарап,
16 Дан Исраил қәбилилиридин бири болар,
17 Дан йол үстидики илан,
18 И Пәрвәрдигар, ниҗатиңға тәлмүрүп күтүп кәлдим!
19 Гадқа болса, қарақчилар қошуни һуҗум қилар;
20 Аширниң тамиғида зәйтун мейи мол болар,
21 Нафталидин чирайлиқ гәпләр чиқар,
22 Йүсүп мевилик дәрәқниң шехидур,
23 Я атқучилар униңға азар қилип,
24 Һалбуки, униң оқяйи мәзмут турар,
25 Әшу күч атаңниң Тәңрисидиндур — (У саңа мәдәт берәр!)
26 Сениң атаңниң тилигән бәрикәтлири ата-бовилиримниң тилигән бәрикәтлиридин зиядә болди,
27 Бинямин житқуч бөридәктур;
28 Буларниң һәммиси Исраилниң он икки қәбилиси болуп, мәзкур сөзләр болса атисиниң уларға тилигән бәхит-бәрикәт сөзлиридур. У шуниң билән уларниң һәр биригә мас келидиған бир бәрикәт билән уларға бәхит-бәрикәт тилиди.
29 Андин Яқуп уларға мундақ тапилиди: — «Мән әнди өз қовмимниң қешиға қошулимән. Силәр мени ата-бовилиримниң йенида, Һиттийлардин болған Әфронниң етизлиғидики ғарға дәпнә қилиңлар;
30 у ғар болса Қанаан зиминида Мамрәниң удулида, Макпелаһниң етизлиғида. Ғарни Ибраһим гөристан болсун дәп шу етизлиқ билән қошуп Һиттий Әфрондин сетивалған еди.
31 Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ билән дәпнә қилинған; шу йәрдә Исһақ аяли Ривкаһ биләнму дәпнә қилинған; шу йәрдә мәнму Леяһни дәпнә қилдим.
32 Бу етизлиқ һәм ичидики ғар Һәтниң әвлатлиридин сетивелинған еди».
33 Яқуп оғуллириға бу вәсийәтни тапилап болуп, путлирини кариватта түзләп, нәпәс тохтап өз қовмиға қошулди.