1 Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә,
4 Һәр бириңлар пәқәт өз ишлириңларға көңүл бөлүп қалмай, бәлки башқиларниңкигиму көңүл бөлүңлар.
5 Мәсиһ Әйсада болған ой-позитсийә силәрдиму болсун: —
6 У Худаниң тип-шәклидә болсиму,
7 Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди,
8 Өзини төвән қилип,
9 Шуңа Худа Уни интайин жуқури көтирип мәртивилик қилди,
10 Әйсаниң намиға асманларда, йәр йүзидә һәм йәр астида барлиқ тизлар пүкүлүп,
11 ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду.
12 Шуниң билән, әй сөйүмлүклирим, силәр һемишә итаәт қилғиниңлардәк, пәқәт мән йениңларда болғинимдила әмәс, бәлки һазирқидәк мән силәрдин нери болғанда техиму шундақ итаәт билән әймиништә, титригән һалда өз ниҗатиңларни һәртәрәпкә тәтбиқлашқа интилиңлар.
13 Чүнки Худаниң гөзәл хаһиши бойичә силәрниң ирадә тиклишиңларға вә шуниңдәк уни әмәлгә ашурушуңларда ичиңларда ишлигүчи Униң Өзидур.
14 Һәммә ишларни ғудуңшимай яки талаш-тартиш қилмай қилиңлар;
15 шуниң билән силәр әйипсиз, сап диллиқ болуп, бу дәвирдики тәтүр, әсәббий адәмләр оттурисида яшап, уларниң арисида дунияға йоруқлуқ бәргүчиләрдәк парлап, Худаниң дағсиз пәрзәнтлири болисиләр;
16 шуниңдәк һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин, мән силәрдин Мәсиһниң күнидә бекар жүгүрмәптимән, бекар җапа тартмаптимән дәп пәхирлинип тәнтәнә қилайлайдиған болимән.
17 Һәтта мән «шарап һәдийәси» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән.
18 Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк. ◼ 2:18 \+bd «Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк»\+bd* — 17-18-айәт үстидә: Тәврат дәвридики ибадәт түзүмидә, «көйдүрмә қурбанлиқ» қилғанда, қурбанлиқ қурбангаһқа қоюлғанда униңға «ашлиқ һәдийәси» қошулуши керәк, андин уларниң үстигә «шарап һәдийәси» қуюлуши керәк еди. Мошу йәрдә Павлус толиму кәмтәрлик билән Филиппидики етиқатчиларниң қилған хизмәт-ибадитини муһим қурбанлиққа, өзиниң йеқинда еһтималлиғи болған өлтүрүлүши яки түрмидә өзини җамаәт үчүн пида қиливатқанлиғини бир «шарап һәдийәси»гә, йәни уларниң чоң қурбанлиғи үстигә толуқлайдиған пәқәт қошумчә бир «шарап һәдийәси»гә охшитиду.
19 Лекин мән Рәбдә пат арида Тимотийни йениңларға әвәтишни үмүт қилимәнки, әһвалиңларни аңлап мәнму хуш болсам;
20 чүнки йенимда униңға охшаш, дилимиз бир болған, ишлириңларға чин дилидин көңүл бөлгүчи башқа адәм йоқтур.
21 Чүнки һәммә адәм Әйса Мәсиһниң ишлириға әмәс, бәлки өзиниң ишлири билән шуғуллинишқа интилиду;
22 амма силәр униң салаһийитини, униң хуш хәвәрниң хизмитидә худди атисиға һәмраһ болуп ишләйдиған балидәк мән билән биргә меһнәт сиңдүргәнлигини билисиләр.
23 Әнди ақивитимниң қандақ болидиғанлиғини ениқ билгән һаман, уни дәрһал маңдуруветишни үмүт қилимән;
24 амма өзүмниң йениңларға пат арида баридиғанлиғимға Рәб арқилиқ ишәшим бар.
25 Амма буниңдин авал мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродитни йениңларға әвәтишни зөрүр таптим, ◼ 2:25 \+bd «мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродит»\+bd* — «сәпдишим» — Павлус билән роһий күрәштә ортақ җәңчи, әлвәттә.
26 чүнки у һәммиңларға сеғинип тәлпүнгән еди һәм силәрниң униң кесәл һалидин хәвәр тапқиниңлар түпәйлидин азапланди.
27 У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди. ◼ 2:27 \+bd «У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди»\+bd* — «Худа... ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» дегән сөз бир хил гунани көрсәткән болса керәк. Төвәндики 28-30-айәтләргә қариғанда, Епафродит Павлусқа җамаәтниң соғисини йәткүзүп баридиған йолда кесәл болди. У бәлким йолда кесәл болуп қалған. У Павлусниң қешиға йетип беришқа алдирап өз кесили билән һеч кари болмай алға басти, шуниң билән у техиму еғир кесәл болуп «әҗәлгә йеқинлишип қалди». Павлус, униң бу қилғинини бир хил тәвәккүлчилик, ақиланә иш әмәс дәп ойлиши мүмкин. Худди Павлус, Худа «униңға рәһим қилип» сақайтти, шундақла «маңа рәһим қилди» — чүнки Епафродит мениң вәҗәмдин шундақ қилди, дегәндәк.
28 Шуниңдәк униң билән йәнә көрүшүп шатлинишиңлар вә шундақла өзүмгә нисбәтән дәрдлиримни азайтиш үчүн уни техиму җиддий йолға салмақчимән.
29 Әнди уни шат-хурамлиқ билән Рәбдә қобул қилиңлар һәм униңдәк адәмләргә һөрмәт қилиңлар;
30 чүнки у Мәсиһниң хизмитини дәп, силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди. ◼ 2:30 \+bd «у Мәсиһниң хизмитини дәп...»\+bd* — грек тилида: «у хизмәт дәп,...» дейилгән. Павлусқа (шундақла Епафродитқа) нисбәтән пәқәт «хизмәт»ла бар, чүнки униңға нисбәтән пәқәт бир хизмәт, йәни Мәсиһниң хизмити, хуш хәвәрниң хизмити бардур. \+bd «у... силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди»\+bd* — Павлусниң «ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқ....» дегини, Филиппидики җамаәтниң униңға көңүл бөлүшидә мәлум йетәрсизлик бар, дегәнлиги әмәс; у, силәрдә үмүт қилғиниңлардәк ярдәмни йәткүзүш пурсәтлири чиқмиған болсиму, лекин әвәтмәкчи болған көңлүңларни чүшинимән, демәкчи.