Atos 25

UIGCYR

1 Фестус Йәһудийә өлкисигә кирип, үч күндин кейин Қәйсәрийәдин чиқип Йерусалимға барған еди.

2 Баш каһинлар билән Йәһудийларниң мөтивәрлири униң алдида Павлусниң үстидин рәсмий шикайәт қилип, униңдин илтипат сорап, адәм әвитип Павлусни

3 Йерусалимға елип келишни өтүнди. Мәхсити, улар йол үстидә бөктүрмә тәйярлап Павлусни өлтүрүш еди.

4 Фестус буни аңлап уларға:

5 Араңлардин һоқуқдар болғанлар мән билән биллә чүшсун. Әгәр униң бирәр әйиви болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди.

6 Фестус уларниң ичидә сәккиз-он күндин артуқ турмай, Қәйсәрийәгә қайтип чүшти. Әтиси сорақ тәхтигә олтирип, Павлусни елип келишни буйруди.

7 Павлус кәлгәндә, Йерусалимдин чүшкән Йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләр билән қарилап шикайәтләрни қилди. Бирақ буларниң һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди.

8 Павлус өзини ақлап:

9 Лекин, Фестус Йәһудийларниң көңлини елишқа, уларға илтипат көрсәтмәкчи болуп Павлустин:

10 Лекин Павлус җавап берип мундақ деди:

11 Әгәр җинайитим болса, шундақла өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мән өзүмни өлүмдин қачурмаймән. Бирақ уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлириниң асаси болмиса, һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!

12 Андин Фестус мәслиһәтчилири билән сөзләшкәндин кейин, Павлусқа:

13 Бир нәччә күндин кейин, Агриппа хан билән сиңлиси Бәрники Фестусқа тәбрик-саламға Қәйсәрийәгә кәлди.

14 У йәрдә узун күнләр турғандин кейин, Фестус Павлусниң ишини ханға мәлум қилип:

15 Мән Йерусалимға барғинимда, Йәһудий баш каһинлири билән ақсақаллири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазаға мәһкүм қилишимни тәләп қилишти.

16 Мән уларға, әрз қилинғучи әрз қилғучилар билән йүзләштүрүлүп, униңға өзини ақлаш пурсити берилмигичә, уни җазаға тапшуруш римлиқларниң адити әмәстур, дәп ейттим.

17 Шуңа улар мән билән биллә бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кәйнигә созмай, әтисила сорақ тәхтигә олтирип у кишини әкилишни буйрудум.

18 Әрз қилғучилар орунлиридин турғанда, уларниң униң үстидин шикайәт қилғанлири мениң ойлиғинимдәк рәзил ишлар әмәс еди,

19 Бәлки уларниң өз ибадәт түзүми тоғрилиқ вә Әйса исимлиқ бир киши һәққидә мәлум талаш-тартиш мәсилилири бар екән. У киши өлгән болуп, Павлус болса у тирилди дәйдикән.

20 Бу мәсилиләрни зади қандақ ениқлашни биләлмәй, мән Павлустин Йерусалимға берип, у йәрдә бу ишлар тоғрилиқ сораққа тартилишқа рази болуш-болмаслиғини сориған едим.

21 Павлус солақта туруп император җанаблириниң сорақ қарарини чиқиришини мураҗиәт қилғандин кейин, мән уни Қәйсәрниң алдиға әвәткичә, солақта тутуп турушни буйрудум.

22 Агриппа Фестусқа:

23 Шуниң билән әтиси, Агриппа билән Бәрники һәйвәт билән аммивий жиғин залиға кирип кәлди, миң бешилар вә шәһәр каттивашлириму улар билән биллә кирип келишти. Фестус әмир қиливиди, Павлус елип кирилди.

24 Фестус мундақ деди:

25 Лекин мән униңдин өлүм җазаси беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир бу киши император җанаблириға мураҗиәт қилди. Шуниң билән уни Римға әвәтишни қарар қилдим.

26 Бирақ униң һәққидә ғоҗамға мәлум қилип язғидәк иш йоқ. Шуниң билән әһвални рәсмий тәкшүрүп бирәр язғидәк мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бирлириниң алдиға, болупму сили, Агриппа падиша алийлириниң алдиға елип кәлдим.

27 Чүнки мәһбусни сотқа әвәткәндә, униң үстидин қилинған шикайәтләрни ениқ көрсәтмәслик маңа нисбәтән орунлуқ әмәстәк билиниду.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado