Atos 18

UIGCYR

1 Бу ишлардин кейин, Павлус Афина шәһиридин айрилип Коринт шәһиригә барди.

2 У у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир Йәһудий билән униң аяли Прискиллани учратти. Улар Рим императори Клавдиюсниң барлиқ Йәһудийлар Рим шәһиридин чиқип кетиши керәк, дегән ярлиғи сәвәплик йеқинда Италийәдин кәлгән еди. Павлус улар билән тонушуп,

3 улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти).

4 Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти.

5 Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға: — Әйса — Мәсиһниң Өзидур, дәп гувалиқ бәрди. ◼ 18:5 \+bd «Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға... гувалиқ бәрди»\+bd* — Павлусниң бу роһландурулушиға бәлким үч муһим түрткә бар еди: —

6 Лекин, улар униңға қарши чиқип уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға:

7 Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир кишиниң өйигә берип турди. Униң өйи синагогниң йенида еди.

8 Әнди синагогниң чоңи Криспус пүтүн аилисидикиләр билән Рәбгә етиқат қилди. Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди.

9 Рәб кечидә Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш арқилиқ вәһий йәткүзүп униңға:

10 чүнки Мән сән билән биллә. Һеч ким саңа қол селип зәрәр йәткүзмәйду, чүнки Мениң бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар, — деди.

11 Шуниң билән Павлус у йәрдә бир жил алтә ай туруп, у йәрдики кишиләр арисида Худаниң сөз-каламини үгәтти.

14 Павлус ағзини ачай дәп турушиға, валий Галлийо Йәһудийларға:

15 Бирақ бу иш пәқәт бәзи нам-исимлар, сөзләр вә өзүңларниң Тәврат қануниңлар үстидә талаш-тартишларға четишлиқ екән, уни өзүңлар бир тәрәп қилиңлар! Мән бундақ ишларға сорақчи болмаймән! — деди.

16 Шуниң билән у уларни сорақ тәхти алдидин һайдап чиқарди.

17 Халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди. Бирақ валий Галлийо бу ишларниң һеч қайсисиға қилчә писәнт қилмиди.

18 Павлус Коринт шәһиридә йәнә көп күнләрни өткүзгәндин кейин, қериндашлар билән хошлишип, Прискилла вә Аквилаларниң һәмраһлиғида кемигә олтирип, Сурийәгә қарап кәтти. Йолға чиқиштин илгири у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди. ◼ 18:18 \+bd «Кәнқрия шәһири»\+bd* — Коринтниң порт шәһири болуп Коринттин йәттә километр жираққа җайлашқан еди. \+bd «Йолға чиқиштин илгири у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди»\+bd* — Павлус немишкә қәсәм қилди? Алимларниң пикирлиридин: (1) у Коринт шәһиридә шунчә көп адәмләр хуш хәвәрни қобул қилғанлиғидин болған хошаллиғидин, Худаға алаһидә рәхмәт ейтиш үчүн; (2) йәнә бир қетим Йерусалим вә Йәһудийәдә туруватқан Йәһудий хәлиқни хуш хәвәргә қайил қилишқа тиришип уларға мошу қәсими арқилиқ өзини «Мана мән силәрдәк Худадин қорқидиған адәм» дәп көрситип уларға йеқинлашмақчи болуп қәсәм қилған. Биз иккинчи пикиргә майилмиз.

19 Улар Әфәсус шәһиригә барғандин кейин, у Прискилла вә Аквилани қалдуруп қоюп өзи шу йәрдики синагогқа кирип, Йәһудийлар билән муназириләшти.

20 Улар уни узунрақ турушқа тәләп қиливиди, у қошулмай,

21 «Мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән; андин Худа буйруса, силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти.

22 У Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, Йерусалимға чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин, Антакя шәһиригә чүшүп кәтти.

23 Антакяда бир мәзгил турғандин кейин, у йәнә йолға чиқип Галатия вә Фригийә жутлирини бир-бирләп арилап, барғанла йеридә барлиқ мухлисларниң етиқатини қувәтлиди.

24 Бу арида, Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир Йәһудий Әфәсус шәһиригә кәлди. У натиқ адәм болуп, муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди.

25 У Рәбниң йоли тоғрилиқ тәлим алған болуп, отлуқ роһ билән Әйса һәққидә әйнән сөзләп тәлим берәтти. Бирақ униң хәвири пәқәт Йәһя пәйғәмбәрниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти.

26 У синагогта жүрәклик сөзләшкә башлиди. Уни аңлиған Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип, униңға Худаниң йолини техиму тәпсилий чүшәндүрди.

27 Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, Әфәсуслуқ қериндашлар Ахаядики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди. У шу йәргә берип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ етиқат қилғанларға қошулуп, уларға зор ярдәмдә болди.

28 Чүнки у хәлиқ-аләм алдида Йәһудийлар билән муназирилишип, уларға күчлүк рәддийә берип, муқәддәс язмиларни шәрһлиши билән Мәсиһниң Әйса екәнлигини испатлап бәрди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado