1 Андин Қоза йәттә печәтниң бирини ачқанда, мән қарап турдум. Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим. ◼ 6:1 \+bd «Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим»\+bd* — «Кәл!» дегән сөз бәлким 2-8-айәтләрдә көрүнгән атлиқларниң һәр биригә чиқирилған буйруқ болса керәк (3-, 5-, 7-айәтниму көрүң).
2 Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди; униңға бир таҗ берилди. У ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди. ◼ 6:2 \+bd «униңға бир таҗ берилди»\+bd* — «таҗ» дегән бу сөз падишаниңки әмәс, бәлки җәң-урушларда яки елишиш мусабиқилирида ғалипларға берилидиған, бир хил нәпис чәмбирәкни көрситиду. \+bd «Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди... у ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди»\+bd* — «ақ атқа мингүчи»ниң салаһийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
3 Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим.
4 Йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қип-қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди.
5 Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Мән көрдүмки, мана бир қара ат кәлди. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди.
6 Төрт һаят мәхлуқниң арисидин: —
7 Қоза төртинчи печәтни ачқанда, төртинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегән авазини аңлидим.
8 Көрдүмки, мана бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин тәһтисара әгишип келивататти. Уларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүмранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики житқуч һайванлар арқилиқ адәмни өлтүрүш һоқуқи берилди.
9 Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөз-калами үчүн вә изчил гувалиқ бәргәнлиги вәҗидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурбангаһниң тегидә көрдүм.
10 Улар қаттиқ аваз билән нида селишип:
11 Уларниң һәр биригә бирдин ақ тон берилди. Уларға, өзүңларға охшаш өлтүрүлидиған қул-бурадәрлириңлар һәм қериндашлириңларниң сани тошқичә азғинә вақит арам елишиңлар керәк, дәп ейтилди.
12 Андин мән Қоза алтинчи печәтни ачқинида көрдүмки, мана дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди, қуяш бәәйни қара жуңдин тоқулған бөздәк қап қара рәңгә, толун ай болса қанниң рәңгигә кирди.
13 Әнҗир дәриғиниң қаттиқ боранда силкинишидин әнҗир ғорилири йәргә төкүлгәндәк, асмандики юлтузларму йәр йүзигә төкүлди.
14 Асман худди орам язминиң түрүлгинидәк ғайип болди, һәр бир тағ вә арал орнидин йөткәлди;
15 һәмдә дуниядики падишалар, мөтивәрләр, сәрдарлар, байлар, күчлүкләр, қуллар вә һөрләрниң һәммиси өңкүрләргә вә тағларниң камарлириға йошурунди.
16 Улар тағларға вә қорам ташларға мундақ дәп җар салди: —
17 Чүнки Уларниң дәһшәтлик ғәзәп күни кәлди, әнди ким пут тирәп туралисун?!».